19.03.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

932857
19.03.2018

түркийә авази радийоси: «<вәтән> гезити», «әрдоған вақит көрсәтти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, 1915 чанаққәлә көврүки вә малқара – чанаққәлә таш йоли мунари... қатарлиқларниң ул тешини қойуш мурасимида сөз қилип, чанаққәлә көврүкиниң муддәттин 18 ай бурун пүткүзүлүп, 2022 – йили 18 - мартта ечилидиғанлиқини ейтти.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «қалин: хәвпсизлик вә инсаний йардәм хизмәтлири давамлашмақта (деди)» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин, түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районида давамлаштуруватқан зәйтун шехи һәрбий һәрикити даирисидә африн наһийә мәркизиниң түркийә армийәсиниң һимайиси астидики әркин сурийә армийәси тәрипидин түнүгүн әтигән пүтүнләй контроллуқ астиға елинғанлиқи тоғрисида иҗтимаий таратқудики адреси арқилиқ байанат берип, «зәйтун шехи һәрбий һәрикити африн мәркизиниң террорчилардин халийлаштурулуши билән муһим бир басқучни арқида қалдурди. хәвпсизлик вә инсаний йардәм хизмәтлири давамлашмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

«<сабаһ> гезити», «боздағ: түркийәни үлгә қилишлири лазим (деди)» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: баш министир йардәмчиси вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ иҗтимаий ортақлишиш тори тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районида давамлаштуруватқан зәйтун шехи һәрбий һәрикити даирисидә африн наһийә мәркизиниң контроллуқ астиға елиниши тоғрисида тохталди вә бу һәқтә «пуқраларға зийан йәткүзмәстин, бирму пуқраниң бурнини қанатмастин, ибадәтханилар, мәктәпләр, дохтурханилар вә аһалиләр районлирини вәйранчилиққа учратмастин террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш қилиш вә бир аһалиләр районини террорчилардин халийлаштурушни халайдиған армийәләр түркийә армийәсини, дөләтләр болса, түркийәни үлгә қилишлири лазим» дәп йазди.

«<хабәртүрк> гезити», «бир йерим милйон рус сайаһәтчиниң келиши күтүлмәктә» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «анталйаниң кәмәр шәһәрлик һөкүмити вә кәмәр райони тонутуш вәқпи башлиқи мустапа гүл, бу йил анталйаға 5 милйон рус сайаһәтчиниң келишини күтүватқанлиқлирини, буниң бир йерим милйонини кәмәрдә күтүвелишни пиланлаватқанлиқлирини ейтти. у, наһийәдики меһманханилардин алдин орун айритқузуш ишлириниң наһайити йахши кетиватқанлиқини қәйт қилди. бу йил сайаһәтчиликниң әһмийитиниң техиму йахши чүшинилгәнликини тәкитлигән гүл, «һәм мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министиримизға, һәм дә 7, 8 йилдин буйан сайаһәт министиридәкла хизмәт қилған қиммәтлик ташқи ишлар министиримиз мәвлүт чавушоғлуға көпләп рәһмәт ейтимән. (буниңда) уларниңму наһайити көп әмгики бар» деди.

«<стар> гезити», «түркийә гиләм експортида дунйа иккинчиси болди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийә 2013 – йилиниң бешидин 2017 – йилиниң ахириғичә болған 5 йиллиқ җәрйанда 10 милйард 600 милйон долларлиқ гиләм експорт қилди. хәлқара сода мәркизиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, түркийә хитайдин қалсила дунйада әң көп гиләм експорт қилған дөләт икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر