18.09.2017

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

808954
18.09.2017

түркийә авази радийоси: «<йеңи шәпәқ> гезити», «ирақни парчилишиңға йол қоймаймиз» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: җумһур рәис әрдоған, 25 – сентәбирдә мустәқиллиқ мәсилиси бойичә омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити өткүзүп, районни йеңи урушларниң қайнимиға иттирмәкчи болған ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң башлиқи барзанини күчлүк шәкилдә агаһландуруп, «силәр ирақниң парчилинишиға елип баридиған бир қәдәмни ташлисаңлар, биз силәргә <мәрһәмәт, (йолуңларни) давамлаштуруңлар> демәймиз. буни уларға бир қанчә қетим дедуқ» деди. б д т  йиғинлириға иштирак қилиш үчүн, нйу йоркқа йетип барған әрдоған, шималий ирақ мәсилисигә алақидар ахирқи қарарниң 22- сентәбирдики дөләт хәвпсизлик йиғинида чиқирилидиғанлиқини ейтти.

«<стар> гезити», «беләт ташлаш тәрсалиқи һабурни тақитиветиши мумкин» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: барзани даирилири пүткүл агаһландурушларға қаримай «мустәқиллиқ мәсилисини авазға қойуш» та чиң турса, әрбилгә нәпәс алдуруватқан һабур чегра еғизи тақиветилиши мумкин. түркийә, бир тәрәптә һәрбий мудахилә таллишини ойлашса, йәнә бир тәрәптин, әрбил даирилири иқтисадий җәһәттә нәпәс еливатқан бирдинбир нуқта һесаблинидиған һабур чегра еғизиға алақидар чариләрни ишқа селишқа тәййарланмақта. түркмәнләргә йеңи бир сода йоли ечип бериш үчүн, түркмән шәһири тәлафәргә қарашлиқ замар йезисиға йеңи бир чегра еғизиниң еғизиниң ечилиши музакирә қилинмақта.

«<сабаһ> гезити», «2018 да (иқтисадий) ешиш давамлишиду» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «баш министир йардәмчиси мәһмәт шимшәк, түркийәниң турақлиқ һалда %5 дин артуқ иқтисадий ешишни давамлаштуридиғанлиқини ейтти. түркийә експортчилар мәҗлисиниң башламчилиқида өткүзүлгән ғазиантәп баш әлчиләр учришишида сөз қилған шимшәк, «2018 му биз (иқтисадий) ешишни давамлаштуридиған бир йил болиду» деди.

«<хабәртүрк> гезити», «һәричилик қурултийи тунҗи қетим түркийәдә (ечилиду) сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: дунйа һәричиләр иттипақи федератсийәси тәрипидин 1897 – йилидин буйан өткүзүлүп келиватқан «апимондиа хәлқара һәричилик қурултийи», 120 – йилида тунҗи қетим түркийәдә өткүзүлиду. 29 – сентәбирдин 4 – өктәбиргичә болған җәрйанда истанбул қурултай мәркизидә өткүзүлидиған паалийәткә 105 дөләттин 15 миң адәмниң қетилиши күтүлмәктә. қурултай даирисидә һәриләр вә һәричилик тоғрисида һәр хил йиғинлар өткүзүлиду.

«<һөррийәт> гезити», «римдикидин чоң» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: хатайниң антакйа наһийәсидә рим дәвригә тәвә бир ат чаптуруш мәйдани билән бир ибадәтхана йоруқлуққа чиқирилди. мәзкур қурулуш римдики сиркис максимустинму чоң, дәп қаралмақта. узунлуқи тәхминән 500 метир, кәңлики 70 метир келидиған ат чаптуруш мәйданиниң миладидин бурунқи 1 – әсирдә йасалғанлиқи, сиғиминиң 80 миң кишилик болуш еһтимали барлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر