түркийә мәтбуатлирида бүгүн 02.06.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

744690
түркийә мәтбуатлирида бүгүн 02.06.2017

йеңи шәпәқ гезити, «и түркийәниң әвладлири! бу милләт силәрни қәлбигә көмди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

ширнақ әтрапида тик учар чүшүп кетиш вәқәсидә шеһит болған 13 қәһриман үчүн пүтүн түркийә көз йеши қилмақта. 43 күндин буйан дастанлашқудәк күрәшләр нәтиҗисидә като теғини террорлуқ тәшкилати п к к дин тазилап, қорал искилатлирини пачақлап ташлиған майор генерал айдоған айдин вә һәмраһлири дәпнә қилинди. майор генерал айдоған айдинниң җиназә намизи әнқәрәдә әһмәд һамди ақсәки җамәсидә оқулди. җиназә намизини диний ишлар идарси башлиқи мәһмәт гөрмәз оқуди. җиназә намазиға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ нурғунлиған дөләт рәһбәрлири вә пуқралар қатнашни. җумһур рәис әрдоған намаздин кейин мәрһумниң җиназисини мүрисидә көтүрүп маңди.

хәбәр түрк гезити,  «җумһур рәис әрдоған америкиға қаттиқ наразилиқ билдүрди» сәрләвһлик хәвиридә мунуларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик күллийәсидә чақирилған 38 – нөвәтлик мәһәллә башлиқлири йиғинидики нутуқида мундақ деди:  «америкида бүгүнгә қәдәр адәтләнгән бир әнәнә давамлашмақта иди.  һәр рамизанда дегүдәк ташқи ишлар министирлири у йәрдә мусулманларға иптар зийапити берәтти. әмма бу рамизанда америка ташқи ишлар министирлиқи бу иптарни әмәлдин қалдурди. қени америкида айримчилиқ йоқтиғу?! қени силәр етиқад әркинликигә қарши әмәс идиңларғу?! ундақта бу қилғиниңлар зади қандақ иш?

сабаһ гезити, «екиспорттики нишан рекорт йаритиш» сәрләвһлик хәвиридә муну учурларни ортақлашти:

алдинқи йили дөләт иқтисадиға һәссә қошушта қийналған екиспорт сода саһәси бу йил тәрәққийатниң мотори болидиғанлиқиниң сигналлирини бәрмәктә. алдинқи йилниң нойабир ейидин буйан изчил тәрәққий қилип келиватқан екиспорт сода саһәси май ейида %15.8 өрләп, 12 милйард 400 милйон доллар ашти. 5 айлиқ екиспорт сода нисбити болса, %10 өрләп, 63 милйард 100 милйон доллар ашқан болди.  12 айлиқ екиспорт сода нисбити %5.2 өрләп 147 милйард долларға йәтти.  

вәтән гезити, «хотни өрләттуқ» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни ортақлашти:

түркийә иқтисадиниң сүрити тезләшмәктә. иқтисадниң мотори һесаблинидиған ишләпчқириш саһәси май ейида тәрәққийат сүритини тезләштүрди. йеңи алған закаслар вә йаратқан йеңи хизмәт имканийәтлири билән биргә, йеқинқи 3 йерим йилдин буйанқи әң йуқири сәвийәгә чиқти. иқтисади тәрәққийатниң алдинқи қатардики көрсәткүчи болған ишләпчиқириш саһасиниң хизмәт иқтидари май ейида %53.5 йуқири өрлиди. ишләпчқириш 2014 – йили февралдин буйан өлчәнгән әң йуқири сәвийәгә чиққан болса, йеңи закасларниң ешиш нибити йеқинқи 42 айдин буйанқи әң йуқири сәвийәгә йәтти.

һөррийәт гезити, «русийәлик айал рәссамлар истанбулни тиңшимақта» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди: 

5 нәпәр русийәлик айал рәссам охшаш болмиған чағларда, охшлаш болмиған сәвәбләр билән келип истанбулға ашқи болушқан вә истанбулда йашашни башлиған болуп, улар әмдиликтә истанбулни май бойақ вә ебро (су үсти май бойақ рәсим) сәнити қатарлиқ охшаш болмиған техникилар билән сезип чиқип, рәсим көргәзмиси ачти. көргәзмигә атақлиқ шаир орхан вәли каникниң «итсанбулни тиңшавитимән» намлиқ шеирини исим қилип таллиди. улар бу шеирни интайин йахши көргәнликлирини, көргәзминиң исминиму бу шеирдин илһам елип  қойғанлиқлирини билдүрүшти. евгенийа лийлина йайиқоғлу, айгун окутан, татиана кириллова, корнелийа марган вә анна лукасевска қатарлиқ рәссаламларниң рәсимлиридин тәшкил тапқан көргәзмә, 20 – ийулғичә зийарәтчиләргә очуқ болиду. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر