02.01.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

642552
02.01.2017

түркийә авази радийоси: «<стар> гезити», «хаин һуҗум, хаин тузақ» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «түркийә йеңи йилға вәһшийләрчә қилинған бир террорлуқ һуҗуми билән кирди. истанбул бәшикташ ортакөйдә йеңи йилниң дәсләпки саәтлиридә йәни саәт 1 дин 15 минут өткәндә мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумида 39 адәм һайатидин айрилди, төтиниң әһвали еғир болуп җәмий 69 адәм йариланди. түркийә бир көңүл ечиш кулубидики йеңи террорлуқ һуҗумиға қарши бир гәвдигә айланди, мушундақ еғир азабқа қаримай, хәлқни бөлүш койидики тәрәпләр қайтидин сәһнигә чиқти.»

«<вәтән> гезити», «калашникофлуқ сатқун» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «йеңи йилниң дәсләпки саәтлиридә истанбулниң ортакөй районидики даңлиқ көңүл ечиш орниға бастүрүп киргән бир террорчи, алди билән ишиктики хәвпсизлик хадимлирини өлтүрди, арқидин ичигә кирип йеңи йилни тәбриклигүчиләргә оқ йағдурди. қолидики калашникоф маркилиқ аптомат билән кулубтики 800 кишигә қаритип 5 минутқа йеқин вақит бойичә җәмий алтә оқдан оқ чиқарған йиртқуч, кийимини алмаштуруп, кишиләргә қошулупла чиқип қечип кәтти.»

«<сабаһ> гезити», «әрдоған: бу рәзил ойунларға йол йоқ» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулдики террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрүп, <истанбулдики вәһшийләрчә һуҗум террорниң пәрқләндүрүп өлтүрмастин қан төкүшни, азаблашни нишан қилидиғанлиқини рошән көрситип бәрди. лекин, дөләт вә хәлқ бирликтә бу рәзил ойунларға йоқ бәрмәймиз> деди. терроризмға қарши күришини давамлаштуруватқан түркийәниң пуқралириниң бихәтәрлики вә хатирҗәмликини капаләткә игә қилиш үчүн, қилишқа тегишлик һәр қандақ ишни қилиш ирадисиниң қәтий икәнликини тәкитлигән җумһур рәис әрдоған, <тәһдитләрни увисида йоқитимиз> деди.»

«<хабәртүрк> гезити», «түркийә вә инсанлиққа пәскәш һуҗум» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «орун, адәм, етиқад пәрқләндүрмигән йавайиларчә террорлуқ һуҗумиға түркийәдики барлиқ қатламлар вә дунйа ләнәт йағдурди. америка қошма иштатлири пирезиденти барак обама түркийә билән бирлик орнитиш сигнали бәрди. русийә пирезиденти виладимир путин болса, һуҗумдин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәзийә билдүрүп, <ортақ вәзипимиз террорлуқ һуҗумлириға қәтий ирадә билән җаваб қайтуруш> дегәнләрни билдүрди. йавропа парламенти башлиқи мартин шулиз болса, <қәлбим истанбул вә түркийә билән бирликтә> дәп учур тарқатти. сода – санаәт, сийасәт вә сәнәт дунйасиниң алдинқи қатардики нурғун кишилириниң йиллардин буйан йеңи пилан – лайиһәлирини, келишимлирини йаки тәбрикләш паалийәтлирини өткүзүш үчүн, түркийәлик вә чәт әллик меһманлирини күтүвалған макан болған ортакөйдики кечилик кулубта йеңи йилни күтүвалғанларға қилинған қәтлиамға қарши түркийә сода – санаәт дунйасиму <ваз кәчтүрәлмәйду> дәп сигнал бәрди.»

«<һөррийәт> гезити», «тәнтәрбийә дунйаси террорға ләнәт ейтти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «бирләшмиләр, командилар вә тәнтәрбийәчиләр истанбулдики кечилик кулубта 39 адәм һайатидин айрилишини кәлтүрүп чиқарған хаин һуҗумни әйиблиди. башта фәнәрбаһчә, галатасарай, бәшикташ вә трабзонсипор қатарлиқ көплигән командидин башқа түркийә путбол федератсийәси, түркийә васкетбол федератсийәси вә түркийә валибол федератсийәси рәсмий интернет сәһипилиридә әйибләш телеграммилири елан қилди, тәнтәрбийәчиләрму вәқәгә ләнәт ейтти.»


خەتكۈچ: #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر