түркийә мәтбуатлирида бүгүн 10.06.2014

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

89900
түркийә мәтбуатлирида бүгүн 10.06.2014


түркийә авази радийоси хәвири: һөрмәтлик радийо аңлиғучи әзиз қериндашлар! йеңи шәпәқ гезити, түркийә - иран мунасивәтлиридә йеңи сәһипә ечилғанлиқини хәвәр қилди.
хәвәрдә, иран пирезиденти һәсән руһаниниң дөлитимиз җумһур рәиси абдуллаһ гүл вә баш министири рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшкәнлики, абдуллаһ гүлниң бу тарихий зийарәтниң әһмийитини тәкитлигәнлики, һәсән руһаниниң болса, бу қетимқи зийарәтниң икки дөләт оттурисидики мунасивәтләргә нисбәтән бир бурулуш нуқтиси болғанлиқини билдүрүп, районниң муқимсизлиқиниң һеч кишигә пайдилиқ әмәсликини ейтқанлиқи қәйт қилинди.
хәвәрдә йәнә, руһаниниң сода һәҗимини икки һәссә йуқири көтүрүшни пиланлиғанлиқини тилға елип, басра қолтуқи билән омман деңизини қарадеңиз билән ақдеңизға туташтуридиған төмүр йол ленийәси қурулидиғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.
сабаһ гезити, «гаук түрк дуккандарларни риғбәтләндүрүш зийаритидә болди» сәрләвһилик хәвиридә, германийәниң колин шәһиригә җайлашқан вә "кечик истанбул" дәпму нам алған кеуп чоң кочисиниң 2004 – йили 9 – ийунда радикал оңчи (NSU) террорлуқ тәшкилати тәрипидин елип берилған бомба һуҗуминиң 10 – йилини хатириләш күнидә муһим бир меһманни күтүвалғанлиқини йазди.
хәвәрдә, германийә пирезиденти җочим гаукниң партлашта дуккини зийанға учриған түрк дуккандарларни зийарәт қилип, кочидики бир ристурантта тамақ йегәнлики вә «һуҗумдин кейинму германийәни ташлап кәтмигәнликиңлар үчүн силәргә миннәтдарлиқизмизни билдүримиз» дегәнлики һәмдә униң бу зийарити германийә мәтбуатлири тәрипидинму йиқиндин тәқип қилинғанлиқи қәйт қилинди.
вәтән гезити, «иқтисадниң чақи рекорт йаритишқа қарап чөргилимәктә» сәрләвһилик хәвиридә, иқтисади тәрәққийатниң алдинқи көрсәткүчи болған санаәт ишләпчиқириш нисбитиниң април ейида %4.6 лик мөлчәрдин һалқип ишқа ашқанлиқини йазди.
хәвәрдә, екиспорт билән санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчиниң 121 номур билән тарихтики әң йуқири сәвийәгә йәткәнлики қәйт қилинди.
ахшам гезити, иқтисад сәһиписидики «түркийә һава йоллири ширкити 15 айропилан закас қилишни қарарлаштурди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә һава йоллири ширкитиниң америка айропилан завути (Boeing) ға 15 данә (B737-8 MAX) типлиқ айропилан закас қилиш нийитини қәтий қарарға өзгәрткәнликини йазди.
хәвәрдә, түркийә һава йоллири ширкити тәрипидин елан қилинған байанатта, айропиланларни 2020 – йили тапшуруп алмақчи болғанлиқи билдүрүлди.
йеңи шәпәқ гезити, «(Atak) ниң замани» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң түнҗи йәрлик һуҗумчи тик учар айропилани (Atak) ниң түркийә армийәсигә тапшуруп берилгәнлики қәйт қилинди.
хәвәрдә, уруш саһәсәлиридә йеқиндин йардәм бериш үчүн ишлитилидиған бу тик учарниң дунйада өз түри бойичә әң йахши дәп қобул қилинғанлиқи тәкитләнди.
хәвәрдә йәнә, йәрлик һуҗумчи тик учар айропилани (Atak)та 2 данә (Stringer missiles) инчикә норлуқ башқурулидиған бомба, 8 данә танка пачақлиғуч башқурүлидиған бомба, 12 данә "нәйзә" намлиқ башқурулидиған бомба болидиғанлиқи қәйт қилинди.
сабаһ гезити, тәнтәрбийә сәһиписидә дунйа лоңқусини талишиш мусабиқисигә қатнишидиған 32 дөләтниң репирлиридин 4 кишиниң түркийәгә нисбәтән йат кишиләр әмәсликини хәвәр қилди.
хәвәрдә, дел боскийониң бешикташ командисида, лүвниң фәнәр баһчә командисида, хәлил һудзичниң тирабзон сипор командисида, сусиҗниң болса, 5 түрк қулупида вәзипә өтигән репирлар икәнлики билдүрүлди.
радийо аңлиғучи әзиз қериндашлар! йуқирида түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизни аңлидиңлар!


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر