08.06.2014

төвәндә бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлирини һузуруңларға сунимиз...

86954
08.06.2014

«‹һөррийәт› гезити», «дунйаниң әң чоң айродуруминиң ули истанбулда селинди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһурийәт тарихиниң әң чоң қурулушлириниң бири болидиған айродурум 76 йерим милйон квадрат метирлиқ йәргә селинидиғанлиқини, алтә мустәқил қонуш – қозғилиш йоли, бирла вақитта 500 айропилан тохташ сиғимчанлиқиға игә бекәт суписи вә 70 миң машина сиғимчанлиқиға игә машина тохтитиш орнидин башқа айродурумниң әң муһим алаһидиликиниң йиллиқ 150 милйон йолучиға хизмәт қилиш иқтидариға игә болидиғанлиқи икәнликини йазди.
«‹миллийәт› гезити», «иран билән болған мунасивәтләр йеңилиқларға қарап илгирилмәктә» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә билән иран арисида йеқинқи мәзгилләрдә раваҗлиниватқан мунасивәтләр даирисидә бир йеңилиқниң оттуриға чиқидиғанлиқини йазди. гезит, түркийә – иран алий дәриҗилик һәмкарлиқ кеңишиниң биринчи қетимлиқ йиғининиң баш министир рәҗәп таййип әрдоған билән иран пирезиденти һәсән руһаниниң рийасәтчиликидә өткүзүлидиғанлиқини, руһаниниң йәкшәнбә күни түркийәгә келидиғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.
«‹йеңи шәпәқ› гезити», «қазақистан армийәсигә ASELSAN йардими» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә һәрбий санаәт идариси ASELSAN ниң қазақистандики шерики қазақистан һәрбий санаәт енергийә шеркити кечиси көридиған аппаратларни ишләпчиқириш үчүн қазақистан мудапиә министирлиқи вә қазақистан чегра мудапиә қоманданлиқи билән айрим – айрим келишим имзалиғанлиқини йазди. гезит, қазақистан һәрбий санаәт енергийә ширкитиниң буниңдин илгири қазақистан санаәт министирлиқидин кечиси көридиған аппаратлар вә иссиқлиқ енергийә системилириниң ишләпчиқирилиши вә қазақистанда сетилиши үчүн рухсәт алғанлиқини қәйт қилди.
«‹хабәртүрк› гезити», «түрк артис бродвай сәһнисидә» сәрләвһилик хәвиридә, йаш артис әсин варанниң америкида бродвай сәһнисигә чиқип, дунйаға мәшһур бир көп қисимлиқ телевизийә тийатирида рол алидиғанлиқини йазди. гезит, түркийәдә сийасий пәнләрдә оқуған болсиму артис болуш истикиниң түрткисидә америкиға барған әсин варанниң алаһидә иқтидари билән бродвайда қисқа вақит ичидә башқиларниң диққитини җәлп қилишқа мувәппәқ болғанлиқини қәйт қилди.
«‹сабаһ› гезити», қаһраманмарашниң улудаз егизликидин өтүш әснасида аҗайип көркәм көрүнүшләрни һасил қилған «ханқиз» һашарәтлириниң миллий бағчә хадимлири тәрипидин муһапизәт астиға елинғанлиқини йазди. гезит, фото – сүрәтчиләр тәрипидин улудаз егизликидә тасадипийла байқалған тәхминән 50 милйон әтрапидики «ханқиз» һашаритиниң зийанға учримаслиқини, шундақла уларниң сайаһәтчиликкә һәссә қошушини көздә тутқан тәбиәтни муһапизәт қилиш вә миллий бағчилар районлуқ идарисиниң мәзкур һашарәтләрни муһапизәт астиға алғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.
һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! йуқирида бүгүнки түркийә гезитлиридә орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлиридин вақип болдуңлар.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر