өзбекистан йәнә 45 дөләтниң пуқралириға виза бәлгилимисини бикар қилди

өзбекистан сайаһәтчиликни тәрәққиий қилдуруш мәқситидә 45 дөләтниң пуқралириға виза бәлгилимисини бикар қилди.

1136836
өзбекистан йәнә 45 дөләтниң пуқралириға виза бәлгилимисини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан 45 дөләтниң пуқралириға виза бәлгилмисини бикар қилиш билән биргә, 76 дөләтниң пуқралириға виза рәсмийәтлирини асанлаштурди.

билдүрүлүшичә, бу бәлгилимә бүгүндин башлап йолға қойулидикән.

пирезидент шәвкәт мирзийойев сайаһәтчиликни тәрәққий қилдурушқа мунасивәтлик қарарнамәни имзалиди.

билдүрүлүшичә, бүгүндин башлап йавропа иттипақи дөләтлири болуп җәмий 45 дөләтниң пуқралири өзбекистанда визисиз 30 күн сайаһәт қилалайдикән, буниңдин сирт 76 дөләтниң пуқраси өзбекистан визисини интернет арқилиқ 2 күн ичидә алалайдикән.

йеңи бәлгилимә рәсмий йолға қойулғандин кейин, өзбекистан виза бәлгилимисини бикар қилған дөләтниң сани 64кә, виза рәсмийәтлирини асанлаштурған дөләтниң сани 130ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر