сүрийә түркмәнлири

сүрийә түркмәнлири үчүн йеңи басқуч.

1097468
сүрийә түркмәнлири

түркийә авази радийоси: сүрийә түркмәнлири өткән күнләрдә сүрийәниң чобанбәг районида муһим йиғин чақирди. бу мунасивәт билән, биз бу һәптики пирограммимизда, сүрийә түркмәнлириниң бу йиғини вә түркийәниң ташқи сийаситигә болған тәсирлири һәққидә тохтилип өтимиз.  

сүрийә түркмәнлириниң 2011 – йилдин буйан елип бериватқан «шан - шәрәп вә әркинлик күриши» йеңи бачқучқа қәдәм қойди. сүрийә түркмәнлири сүрийәдики ички сийасий вә һәрбий тәңпуңлуқларниң өзгириши вә оттура шәрқтә районлуқ күч тәңпуңлуқиниң һазирқи әһвали етибари билән нөвәттә сүрийәдики муһим актийорлардин биригә айланди.

бүгүнки күндә сүрийә түркмәнлири вә сүрийә түркмәнлириниң қанунлуқ вәкили болған сүрийә түркмән мәҗлиси һәм сийасий һәм дипломатик җәһәттин сүрийәдә түркмән хәлқиниң мәнпәәтлирини қоғдаш вә келәчикини капаләт астиға елиш үчүн алдимиздики басқучта сөһбәт үстилигдә болуш үчүн  күрәш қилмақта.

сүрийә түркмәнлириниң һәм районлуқ һәм йәр шари характерлик сийасий мунбәрләрдики әң муһим нишани؛ сүрийәниң земин пүтүнлүкини қоғдаш пиринсипи даирисидә түркмәнләргә түзүлгүси йеңи асасий қанун ичидә сүрийәдики мәвҗудийитини етирап қилидиған, қоғдайдиған вә капаләт астиға алидиған бир қануний салаһийәт қазандуруштур. бу нуқтида әң алдинқи орунда туридиған тәләп, сүрийә түркмәнлиригә «дөләт қурғучи хәлқ» салаһийити берилишидур.

сүрийә түркмәнлири бу нишаниға йетиш үчүн алдимиздики басқучта сүрийәдә ички муқимлиқниң орнитилишиға һәссә қошуш үчүн барлиқ тәрәпләр билән дийалог орнитишни халайдиғанлиқини йеқинда җамаәтчиликкә елан қилди. сүрийә түркмәнлириниң бу мәсилидики бирдинбир қизил сизиқи, сүрийәниң вә түркийәниң бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүридиған террорлуқ тәшкилатлири билән әсла бирликтә һәрикәт қилмаслиқтур. бу нуқтидин елип ейтқанда, сүрийәниң земин пүтүнлүкигә қарши түрлүк паалийәтләрни елип барған радикал диний/етник актийорларниң сүрийәниң келәчики бәлгилинидиған йиғинларға тәклип қилинмаслиқи тоғра болиду.

сүрийә түркмәнлири алдимиздики басқучта һәр түрлүк бөлгүнчи күчләр вә гуруппиларға қарши икәнликини елан қилди. бу тоғра позитсийәдур. чүнки, дөләтниң пүтүнлүкигә зийан йәткүзидиған бирқатар етник/диний гуруппиларға федерал/аптономийәлик салаһийәт берилишиниң қандақ ақивәтләрни кәлтүрүп чиқаиридиғанлиқи ирақта һәммигә айан болди. ирақта даешни оттуриға чиқарған асаслиқ сәвәбму мушу иди. түркмәнләрниң һәрқандақ бир федерал/аптоном районлуқ салаһийәт берилиш тәлипи йоқ. чүнки улар буни дөләтниң парчилиниши дәп қарайду.

сүрийә түркмәнлири өзлириниму өз ичигә алған барлиқ хәлқләрниң асаслиқ һәқ – һоқуқлири вә әркинликлирини капаләт астиға игә қилидиған бир дөләт модели пикридә чиң турмақта.

йәнә бир тәрәптин, түркийәниң йардими арқилиқ сүрийәдә террорчилардин азад қилинған районларда күндилик һайат тезлик билән нормаллашмақта, аммиви тәшкилатларниң күчи барғансери зораймақта. буниң бир үлгисини өткән күнләрдә көрдуқ. сүрийә түркмәнлири؛ сүрийә түркмән мәҗлисиниң рәһбәрликидә сүрийәниң чобанбәг шәһиридә йиғин чақирди. йиғинға һәләб, идлиб (байирбуҗақ), рәққә, һама, һумус, тартус, дерә, голан вә дәмәшқ түркмәнлиригә вәкалитән 250 әтрапида вәкил қатнашти.

сүрийә өктичилири ичидин орун алған түркмәнләр узундин буйан түрлүк байрақларни ишлитивататти. түркмән хәлқи йеқиндин буйан сүрийә өктичилири ичидә күчлүк вәкиллик қилиниш салаһийитигә еришиш тәлипини түрлүк мунбәрләрдә оттуриға қойувататти. сүрийә түркмәнлириниң  муһим оргини һесаблинидиған сүрийә түркмән мәҗлиси бу тәләпләрни демократик бир шәкилдә оттуриға қойуш вә нишаниға йетиш үчүн йиғин чақиришни қарар қилди.

йиғинға сүрийә түркмән мәҗлисиниң әзалири؛ сүрийә түркмәнлири җәмийитиниң җамаәт әрбаблири؛ сүрийә түркмәнлири һәрбий гуруппиларниң қоманданлири, сүрийә түркмәнлири аммиви тәшкилатларниң рәһбәрлири вә йәрлик сүрийә түркмәнлириниң вәкиллири қатнашти.

9 байрақ арисида өткүзүлгән байрақ таллаш сайлимида, көп саблиқниң авази билән талланған сүрийә түркмәнлири гурупписиниң байриқи сүрийә түркмәнлириниң ортақ байриқи қилип бекитилди. байрақтики көк рәң түрклүкни, қизил рәң шеһит қанлирини, ақ рәң болса муқәддәс инсаний қиммәтләрни символ қилиду. байрақтики һилал билән йултуз болса исламға вәкиллик қилиду. райондики һузур вә аманлиқниң ишарити болған бу йиғиндин кейин, түркийәдин районға қайтидиған көчмәнләр саниниң көпийиши күтүлмәктә.

қәдимдин тартипла сүрийә җуғрапийәсидә йашап кәлгән хәлқләрдин бири болған түркмәнләр 7 – әсирдин буйан бу районда йашимақта. түркмәнләр сүрийәниң һәрқайси җайлириға тарқап кәткән болуп, һәләб, лазқийә, идлиб (байирбуҗақ), һумус, һама, тартус, рәққә, дерә, дәмәшқ вә голан районлирида өв мәвҗудийәтлирини давамлаштурмақта. шуниң билән бир вақитта, улар қанчә әсирләрдин буйан өзлири йашап келиватқан земинлирини вә кимликлирини қоғдаш йолида һармай – талмай  күрәш қилмақта.

сүрийәдә түрк тилида сөзлишидиған тәхминән 1 йерим милйон түркмән бар болуп, түркчини унутқан түркмәнләр билән қошқанда, сүрийәдики түркмәнләрниң сани 3 милйонға йетиду.

сүрийә түркмәнлири сүрийәдә әрәбләрдин қалса, нопус җәһәттин әң чоң иккинчи етник гуруппа һесаблиниду. түркмәнләр сүрийәдә алдинқи мәзгилдә әң көп зулумға учриған хәлқләрдин бири болуп, һечқачан етник/диний террорлуқ тәшкилатлири билән алақә орнатмиди, әксичә, һәмишә сүрийәниң земин пүтүнлүкини җан тикип қоғдиди, шуңа улар нөвәттә сөһбәт үстилидә өзлириниң тегишлик һәқ – һоқуқлириға еришишни тәләп қилмақта.

түркмәнләргә өзлириниң һәқ – һоқуқлри толуқ берилгән тәқдирдә, бу сүрийәдә узақ мәзгиллик тинчлиқ орнитиш йолида ташланған муһим бир қәдәм болиду. буниңдин башқа йәнә, бу мунасивәт билән түркмәнләр йеңи қурулғуси демократик сүрийәниң түркийә җумһурийити вә түрк дунйаси билән дипломатик мунасивәт орнитиштида муһим рол ойнайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر