әзәрбәйҗан армийәси қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқи тәбрикләнмәктә

әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлири күни вә әзәрбәйҗан армийәси қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқи пайтәхт бакуниң мәшһур «азадлиқ мәйдани» да қуруқлуқ, һава вә деңиз армийәлириниң иштирак қилишида өткүзүлгән һәрбий парат арқилиқ тәбрикләнди.

1000141
әзәрбәйҗан армийәси қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқи тәбрикләнмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан мустәқил болғандин буйан бәшинчи қетимлиқи өткүзүлгән һәрбий паратқа пирезидент илһам әлийев, дөләт мудапиә министири закир һәсәнов, пакистан, беларусийә, бәһрәйн, әрәб бирләшмә хәлипилики, гирузийә, иран, исраилийә, қазақистан, өзбекистан, сәуди әрәбистан, русийә вә украина қатарлиқ дөләтләрниң сийасий вә һәрбий даирилири иштирак қилди.

һәрбий паратқа түркийәгә вәкалитән дөләт мудапиә министири нурәттин җаниқли билән баш иштаб башлиқи һулуси ақар қатнашти.

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев һәрбий паратта қилған сөзидә, әзәрбәйҗан терротерийәсиниң бир қисминиң әрменийәниң ишғалийити астида икәнликини, әзәрбәйҗанниң нөвәттә уруш шараитини баштин кәчүрүватқанлиқини, шуңа армийәни қудрәт тапқузушқа наһайити зор әһмийәт бериватқанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, әң муһим вәзипилириниң дөләтниң земин пүтүнлүкини қоғдаш икәнликини тәкитлиди.

әскәрләрдин кейин әзәрбәйҗан армийәсигә аит танкилар, биронивиклар, башқурулидиған бомба мудапиә системилири вә топлар параттин өткүзүлди, җүмлидин түркийәдин елинған вә рокетсан гуруһи ишләпчиқарған « SOM B1 » намлиқ башқурулидиған бомбилар тунҗи қетим параттин өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر