нәзәрбайев хитайда давамлишиватқан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғинида сөз қилди

қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайев, астана сөһбәт мусаписиниң сүрийәдә омумийүзлүк тинчлиқни капаләткә игә қилиш нишаниниң паал васитиси болғанлиқини ейтти.

989686
нәзәрбайев хитайда давамлишиватқан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғинида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қазинформ хәвәр агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нурсултан нәзәрбайев хитайниң чиңдав шәһиридә өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғинида сөз қилип, асийа, африқа, йеқин шәрқ вә башқа қизиқ нуқтилардики тоқунушларниң сийасий йоллар билән һәл қилиниши керәклики тоғрисидики қаришини тәкрарлиди.

у, сүрийә сөһбәтлиригә саһибханлиқ қилған тәрәп сүпитидә мәсилини һәл қилиш мусаписини йеқиндин тәқип қилғанлиқлирини билдүрүп, «астана сөһбәт мусаписиниң русийә, түркийә вә иранниң актип қоллиши билән сүрийәдә омумийүзлүк тинчлиқни капаләткә игә қилиш нишаниниң паал васитиси болғанлиқи көрүлди» деди.

у йәнә қазақистанниң корейә йерим арилиниң йадро қораллиридин халийлаштурулушини қоллайдиғанлиқини билдүргәндин кейин, «дөлитимиз, иранниң йадро пиланиға алақидар келишимниң түзүлүшини қоллиған вә униңға һәссә қошқаниди. шуниң үчүн, кәң даирилик ортақ һәрикәт пиланиниң муһапизәт қилиниши вә әстайидил иҗра қилинишида чиң туримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر