қирғизистан билән хитай кәң даирилик истратегийәлик шерикчилик байанати имзалиди

хитай билән қирғизистан өзара һәмкарлиқни күчәйтишни нишан қилған кәң даирилик истратегийәлик шерикчилик байанати имзалиди.

988011
қирғизистан билән хитай кәң даирилик истратегийәлик шерикчилик байанати имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезидентлиқ мәһкимиси мәтбуат ишлири ишханисиниң байанатиға қариғанда, пирезидент сооронбай җеенбеков бейҗиңға қаратқан дөләт ишлири зийарити даирисидә, хитай пирезиденти ши җинпиң билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни өткүзүп, икки дөләт мунасивәтлири тоғрисида сөзләшкән.

сооронбай җеенбеков зийарити тоғрисида тохтилип, «қирғизистан хитайни ишәнчлик қошна, шерик вә дост, дәп қаримақта. дөлитимиз хитайға нисбәтәнму дост, ишәнчлик вә мөлчәрләшкә болидиған бир шерик болди вә мушундақ қалиду. хитай зийаритим ташқи сийаситимизниң өзгәрмәсликини намайан қилип бериду» дегәнләрни қәйт қилған.

җеенбеков, пирезидент сүпитидә тунҗи қетим хитайда зийарәттә болғанлиқдин мәмнун болғанлиқини билдүрүп, «икки дөләт арисидики мәвҗут достлуқ, йахши қошнидарчилиқ вә өзара ишәнчниң негизидә өзара ишәнч амили йатиду. хитай қирғизистанни ианә, қәрз вә техникилиқ йардәм түри бойичә күчлүк һәмнәпәс болмақта. бу, қирғизистанниң иҗтимаий – иқтисадий җәһәттин гүллинишигә қошулған наһайити муһим төһпидур» дегән.

учришиштин кейин икки пирезидент, хитай билән қирғизистан арисидики һәмкарлиқни күчәйтишни нишан қилған кәң даирилик истратегийәлик шерикчилик байанатини имзалиған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر