таҗикистан билән өзбекистан қошма һәрбий манивер  өткүзиду

таҗикистан  армийәси билән өзбекистан армийәси мустәқил болғандин буйан тунҗи қетим қошма һәрбий манивер өткүзиду.

955874
таҗикистан билән өзбекистан қошма һәрбий манивер  өткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: таҗикистан һөкүмитиниң билдүрүшичә,  таҗикистан  армийәси билән өзбекистан армийәси бу йилниң ахирлириғичә қошма һәрбий манивер өткүзидикән.

қошма һәрбий маниверниң өткүзүлидиған вақти вә маниверға қатнишидиған әскәрләр вә һәрбий әслиһәләрниң санини бекитиш тоғрулуқ икки дөләтниң дөләт мудапиә министирлири давамлиқ музакирә елип бериватқан болуп, манивер таҗикистан йаки өзбекистанда өткүзүлиидикән. манивердин терроризмға қарши  күрәштә һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш нишан қилинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر