түркийә - әзәрбәйҗан мунасивәтлири

түркийә билән әзәрбәйҗанниң барғансери күчийиватқан иттипақдашлиқ мунасивәтлири.

919483
түркийә - әзәрбәйҗан мунасивәтлири

түркийә авази радийоси:  түркийә билән әзәрбәйҗанниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиға 26 йил болди. икки тәрәп мунасивәтлири һәр саһәдә барғансери күчәймәктә. бизму бу мунасивәт билән, бу һәптики пирограммимизда, түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири һәққидә тохтилип өтимиз.

1992 – йили 14 – йанвар күни әзәрбәйҗан билән түркийә оттурисида дипломатик мунасивәт орнитилишиға алақидар келишим имзаланғиниға 26 йил болди. түркийә җумһурийити 1991 – йили 30 – авғуст күни мустәқиллиқ елан қилған әзәрбәйҗан җумһурийитини 1991 – йили 9 – нойабир күни етирап қилған тунҗи дөләт болди.

2010 – йили истиратегийәлик һәмраһлиқ вә өзара йардәм келишими имзаланди. бу келишим икки тәрәп мунасивәтлирини һәрбий иттипақдашлиқ сәвийәсигә йәткүзди. келишимниң 2 – маддиси бирләшкән дөләтләр тәшкилати әһдинамисиниң қануний қоғдиниш һоқуқиға алақидар 51 – маддисиға асаслиниду. җүмлидин, бу маддиға асасән, түркийә билән әзәрбәйҗандин бирәрси үчинчи бир дөләтниң йаки дөләтләрниң һуҗумиға учриса, ортақ бихәтәрлик вә мудапиәлиниш истиратегийәсини йолға қойиду.

икки тәрәп мунасивәтлирини йәниму күчәйтиш мәқситидә 2010 – йили дөләт башлиқлири сәвийәсидә истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши миханизими орнитилди. шуниң билән, һәрбий, сийасий, енергийә вә башқа саһәләрдә икки тәрәп мунасивәтлири әң йүксәк сәвийәгә йәткүзүлди.

истиратегийәлик һәмраһлиқ вә өзара йардәм келишиминиң әң муһим қисми болса 7 – маддисидур. буниңға асасән, һәр икки дөләтниң қораллиқ қисимлири оттурисида қоманданлиқ вә иқтидар қурулмиси җәһәттин һәмкарлиқ орнитилиду. бу әһвал, ортақ һәрикәт елип бериш келишими түзүшниңму ишикини ачиду. дәрвәқә, түркийә билән әзәрбәйҗан уда бирқанчә йилдин буйан ортақ һәрбий манивер өткүзмәктә. бу маниверларда ортақ һәрикәт елип бериш иқтидариниң тактикилиқ вә алаһидә мувәппәқийәтлик һәрикәт елип бериш сәвийәлиригә йәткәнликини көрүватимиз.

буниңдин башқа йәнә, бу иқтидар истиратегийәлик сәвийәгә йетиду, дәп қаралмақта.

түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики һәрбий иттипақдашлиқ мунасивәтләрни түркийәниң дөләт мудапиәси санаитиму йеқиндин қоллимақта. бу қоллашниң әң муһим тәрипи, түркийәниң миллий көп стволлуқ катйуша системилирини әзәрбәйҗанға експорт қилишидур.

сакарйа вә боран - чапқун системилири әзәрбәйҗан армийәсини адәттин ташқири дәриҗидә уруш қилиш иқтидариға игә қилди. буниңға 2016 – йили апрелда әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тоқунушларда шаһит болдуқ.

әзәрбәйҗанға нисбәтән нәһчиванда турушлуқ һәрбий қисимлири наһайити зор әһмийәткә игә. бу қисимларниң тәлим – тәрбийәси, арқа сәп тәминати хизмити вә башқа һалқилиқ еһтийаҗлирини қамдаш болса түркийә армийәсигә қарашлиқ 3 – армийә тәрипидин ишқа ашурулмақта.

2017 – йили ийун ейида 5 миң әскәрниң иштирак қилишида өткүзүлгән түркийә – әзәрбәйҗан ортақ нәһчиван һәрбий манивериму бу нуқтида наһайити зор әһмийәткә игә.

һазар деңизидики енергийә мәнбәлирини дунйаға базарлириға селишни нишан қилидиған «баку – тифлис – җәйһан хам нефит туруба линийәси» вә «баку – тифлис – әрзурум тәбиий газ туруба линийәси» лайиһәлириниң ишқа ашурулуши әзәрбәйҗан билән түркийә оттурисидики мунасивәтләрни қериндашлиқ сәвийәсидин истиратегийәлик һәмраһлиқ сәвийәсигә йәткүзүш йолида ташланған муһим бир қәдәм һесаблиниду.

икки дөләт оттурисидики сода омумий соммиси 5 милйард долларға йетиду. икки дөләтниң нишани 2023 – йилиға барғанда сода омумий соммисини 15 милйард долларға йәткүзүштур. нөвәттә йәр шари характерлик бир лайиһәгә айланған транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси лайиһәсини тамамлаш йолида тез сүрәттә хизмәтләр ишләнмәктә. транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси лайиһәсиниң толуқ ишқа ашурулуши билән бирликтә әзәрбәйҗан билән түркийәниң орни вә районниң истиратегийәлик орни адәттин ташқири дәриҗидә йүксилиду.

өзара ишәнч вә һәмкарлиқ асасида шәкилләнгән әзәрбәйҗан – түркийә мунасивәтлири хәлқара сәһниләрдиму барғансери күчәймәктә. һәр икки дөләт бирләшкән дөләтләр тәшкилати, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, йавропа кеңиши, қарадеңиз иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати, түрк кеңиши вә ислам һәмкарлиқ тәшкилатида зич һәмкарлиқ орнитип, ғайәт зор нәтиҗиләр һәм мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрмәктә.

түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики йахши мунасивәтләрни һәрқандақ бир хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәсигә асасән толуқ ипдаиләп берәлишимиз қийин. әзәрбәйҗанниң түркийәгә охшашла түркләрниң оғуз тармиқидин келиши, тарихий басқуч җәрйанида охшаш терротерийәләрдә бирликтә йашаш арқилиқ орнитилған мәңгү йимирилмәс қериндашлиқ мунасивәт вә җуғрапийә җәһәттин йеқинлиқ қатарлиқ амиллар түркийәниң әзәрбәйҗан билән техиму зич дийалог орнитишида вә мунасивәтләрни барғансери мустәһкәмлишидә түрткилик рол ойнимақта. һәр икки дөләтниң дөләт башлиқлириниң вәзипигә олтурғандин кейин башқа әлләрни зийарәт қилиштин бурун өзара зийарәттә болуш әнәнисиму изчил давамлишип кәлмәктә.

түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири районда муқимлиқ вә тинчлиқ орнитишни нишан қилиду. шуниң билән бир вақитта, һәр икки дөләтниң мунасивәтлири һәргизму һечқандақ бир дөләткә тәһдит шәкилләндүрмәйду.

түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири «истиратегийәлик һәмраһлиқ» аталғусиға тамамән уйғун келиду. икки дөләт оттурисида 26 – йилдәк қисқиғинә вақит ичидә қолға кәлтүрүлгән аләмшумул мувәппәқийәтләр һәм мунасивәтләрни барғансери қудрәт тапқузуш, мәңгү йимирилмәс қериндашлиқ риштисиниң әң рошән намайәндиси, әлвәттә.

мустафа камал  ататүркниң 1921 – йили 14 – өктәбир күни әзәрбәйҗанниң әнқәрә вәкили ибраһим абилов ишәнч хети тапшурған мурасимда қилған: «әзәрбәйҗанниң хушаллиқи бизниң хушаллиқимиз, ғәм – қайғусиму бизниң ғәм – қайғумиз» тәриқисидики сөзлири аридин узун йиллар өткәндин кейин һәйдәр әлийевниң: «биз бир милләт, икки дөләтмиз» тәриқисидики сөзи арқилиқ қарши елинди.

күнимиздә түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән әзәрбәйҗан җумһурийити пирезиденти илһам әлийевниң адәттин ташқири дәриҗидики қәтий ирадилири вә улуғвар нишанлириниң түрткисидә күнсери йәниму йүксәк сәвийәгә йәтмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر