түрк дунйасиниң миллий ойғиниш башламчилириниң бири: исмаил ғаспирали

«түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң «түрк дунйасиниң миллий ойғиниш башламчилириниң бири: исмаил ғаспирали» мавзулуқ анализини диққитиңларға сунимиз.

848961
түрк дунйасиниң миллий ойғиниш башламчилириниң бири: исмаил ғаспирали

түркийә авази радийоси: түрк дунйасиниң әң муһим миллий ойғиниш символлириниң бири исмаил ғаспирали (1851 – 1914) дур. у, түрк дунйасида бирлик идийәсиниң қәлби вә байрақдар нәзирийәчисидур. бу һәқтә техиму ичкириләп мәлуматқа игә болуш үчүн, «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң «түрк дунйасиниң миллий ойғиниш башламчилириниң бири: исмаил ғаспирали» мавзулуқ анализини силәр билән ортақлашмақчимиз. қени ундақта диққитиңлар бу һәқтики учурлиримизда болсун!

* * * * *

түрк дунйасида бирлик пикри дейилгинидә, кишиләрниң әқлигә биринчи болуп исмаил ғаспирали келиду. исмаил ғаспирали қирим – бағчәсарай райониға йеқин җайдики авҗикөйдә дунйаға кәлди. русийә мәктәплиридә алған тәлим – тәрбийә уни миллий һесларға йүзләндүрди. чаррусийәниң түркләргә болған дүшмәнлики, ғаспиралидики миллий аңниң ойғинишиға түрткә болди. 1868 – йили баһчәсарайда рус тили оқутқучиси болди. 1872 – йили қиримдин айрилип оқуш үчүн парижға барди. ғаспирали парижда икки йил туруш җәрйанида ғәрб мәдәнийитини йеқиндин көзитиш пурситигә игә болди.

қиримлиқ татар түрки исмаил ғаспирали, түркләрниң бирлик орниталмаслиқиниң ақивитидин қайғуруп, «әгәр мушундақ кетидиған болсақ, русийәдики түркләрниң келәчики қараңғудур» дәйду. ғаспиралиниң қаришичә, (русийәдики һәр хил исимлар билән атилидиған бирақ маһийәттә бир болған) түрк топлуқлири мәвҗут бөлүнүшни давамлаштуридиған болса, әтраплирини қоршап турған силав деңизи ичидә йоқилиш хәвпигә дуч келиш еһтимали бар иди. улар, тәприқини йоқитиш үчүн бирликтә һәрикәт қилишлири керәк иди. ғаспирали чарлиқ русийәсидә ерип түгәп кетишидин әндишә қилған түркләрниң ортақ түрк тили әтрапида бирлишип, мәвҗутлуқлирини давамлаштуралайдиғанлиқиға ишәнди. бу пикрини әмәлийәткә айландуруш үчүн гезит чиқиришқа башлиди. пүткүл түрк дунйасиға хитаб қилидиған мәзкур гезит аддий түрк тилида нәшр қилинди. «тилда, пикирдә, ишта бирлик» шоари астида нәшр қилинған бу гезитниң исми «тәрҗуман» иди. исмаил ғаспирали 1883 – йили чиқарған «тәрҗуман» гезити билән русийәдики түркләрдин тартип пүткүл түрк дунйасиниң миллий вә пикирий ойғиниши үчүн бир чиғир ачти. у чиқарған «тәрҗуман» гезити истанбул қатарлиқ түрк дунйасиниң һәрқайси җайлиридики йуқири мәлуматлиқ зийалийлар тәрипидин оқулди. болупму әзәрбәйҗан вә қиримда күчлүк қизиқиш қозғиди вә нопуз йаратти. русийә түрклириниң пикирий, мәдәний вә сийасий һәрикәтлири униң мушу хил тәшәббуслири сайисида башланди. исмаил ғаспирали оттуриға қойған ислаһат пилани бойичә, маарипта ислаһат елип бериш, түрк қәвмлири арисида ортақ елипбә тили шәкилләндүрүш, айалларниң маарипиға әрләрниңкигә охшашла әһмийәт бериш зөрүр иди.

русларниң түркләргә йүргүзгән руслаштуруш сийаситиниң түркләрниң йоқилишиға сәвәб болидиғанлиқини тонуп йәткән ғаспирали, русийә түрклирини бирләштүрүш мәқсәтлик ислаһат хизмәтлирини елип барди. исмаил ғаспиралиниң ислаһат йолидики әң муһим иши 1884 – йили ачқан тунҗи усули җәдид (йеңичә) мәктәп болди. ғаспиралиниң қиримда, баһчәсарайда ачқан мәктәптәрдә йолға қойған асан оқуш усули барғанчә омумлашти. қисқа вақит ичидә русийәниң башқа түрк – ислам районлириғиму кеңәйди. исмаил ғаспирали маарип – мәдәнийәт саһәлиридә хизмәт қилиш арқилиқ алди билән русийә түрклири, арқидин пүткүл түркләр арисида миллий аңни ойғитиш үчүн күч чиқарди.

исмаил ғаспиралиниң түрк дунйасида бирлик орнитиш пикрини бойлап елип барған әң муһим паалийәтлириниң йәнә бири, ортақ тил шәкилләндүрүш йолидики хизмәтлири иди. у истанбул түркчисини (османли вә татар шевилириниң оттурисида туридиған қирим шевиси асасида аддийлаштуруп) пүткүл түркләр үчүн ортақ әдәбий тилға айландурушни ойлайтти. түрк тили парсчә вә әрәбчидин қобул қилинған орунсиз сөзләрдин халийлаштурулуши вә хәлқ чүшинәләйдиған шәкилдә аддийлаштурулуши керәк иди. ғаспиралиниң «тәрҗуман» гезитини васитә қилип тарқатқан бу тил, қирим, идил – урал, кавказийә вә түркистан зийалийлириға тәсир көрсәтти. бу тилда йазидиғанлар һасил қилған нурғун әдәбий әсәрләр оттуриға чиқти. бирақ, совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи мәзгилидә исмаил ғаспирали башлиған ортақ түрк тили еқими тосқунлуққа учриди. буниң билән биргә мәһәллий тилларниң гүлләндүрүлүши тәшвиқ қилинди.

«тәрҗуман» гезитини васитә қилип түрк дунйасини ортақ тили әтрапиға топлаш исмаил ғаспиралиниң түп ғайиси иди. у бу нишанини ишқа ашуруш үчүн, гезитидә истанбул шевисини ортақ тил сүпитидә ишлитишни таллиди. ғаспиралиниң қаришичә, истанбул шевисиму аддийлаштурулуши؛ мурәккәп ибариләр чиқирип ташлинип, пүткүл түрк дунйаси чүшинәләйдиған һаләткә кәлтүрүлүши лазим иди.

һазирқи күндә рәҗәп таййип әрдоған, нурсултан нәзәрбайев вә илһам әлийевға охшаш рәһбәрләрниң тиришчанлиқи сайисида исмаил ғаспиралиниң ғайиси һәр хил хәлқаралиқ тәшкилатлар ичидә намайан болмақта. түрк кеңиши, түрксой, түрк академийәси қатарлиқ һәр хил хәлқаралиқ тәшкилатлар бу йолда һәр хил хизмәтләрни қилмақта. шуни тәкитлишим зөрүрки, бу хизмәтләрниң мәқсити пантүркизм йаки панисламизм әмәс؛ чүнки, бу органлар һечбир дөләт йаки милләткә қарши дүшмәнлик, адавәт вә нәпрәт уруқини чачмайду. қисқиси, һечкимниң бу органлардин гуманлинип олтурушиға керәк йоқ. йәнә шуни күчлүк тәкитләшни халаймәнки,  исмаил ғаспирали тәрипидин оттуриға қойулған «тилда, пикирдә, ишта бирлик» шоариниң түрк дунйасида ройапқа чиқиши дунйа тинчлиқиғиму көрүнәрлик төһпә қошиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر