әзәрбәйҗан вә йавропа иттипақи мунасивәтлири

«түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң «әзәрбәйҗан вә йавропа иттипақи мунасивәтлири» мавзулуқ анализини силәр билән ортақлашимиз.

831043
әзәрбәйҗан вә йавропа иттипақи мунасивәтлири

түркийә авази радийоси: йавропа иттипақи, дунйа сийасити вә йавро – асийа райониниң муһим актийорлириниң бири һесаблиниду. йавропа иттипақи, көп тәрәплимә һәмкарлиқ орнитишқа алаһидә әһмийәт берип келиватқан әзәрбәйҗан ташқи сийаситидә муһим орунда туриду. әзәрбәйҗан – йавропа иттипақи мунасивәтлири вә бу мунасивәтләрниң түркийәгә нисбәтән немиләрни ипадиләйдиғанлиқи тоғрисида техиму ичкириләп мәлуматқа игә болуш үчүн, «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң «әзәрбәйҗан вә йавропа иттипақи мунасивәтлири» мавзулуқ анализини силәр билән ортақлашмақчимиз.

* * * * *

йавропа иттипақи, көп тәрәплимә һәмкарлиқ вә шерикчилик орнитишқа алаһидә әһмийәт беридиған әзәрбәйҗан ташқи сийаситидә өзгичә орунға игә. 2004 – йили йавропа кеңиши, йавропа иттипақи билән йавропаниң шәрқий вә җәнубидики 16 қошна дөләт арисидики сийасий, иқтисадий вә хәвпсизлик мунасивәтлирини шәкилләндүридиған «йавропа қошнидарчилиқ сийасити» сепигә әзәрбәйҗанниң қетилиши тоғрисида қарар чиқарди вә  2009 – йили әзәрбәйҗан гирузийә, әрменийә, украина, беларусийә вә молдова билән икки тәрәп һәмкарлиқлирини күчәйтиш шундақла йавропа қошнидарчилиқ сийасәтлири даирисидә көп тәрәплимә һәмкарлиқни давамлаштуруш мәқситидә, шәрқ шерикчилики тәшәббусиға башламчилиқ қилди.

нөвәттә йавропа иттипақи әзәрбәйҗанниң әң чоң сода шериклириниң бири. 2016 – йиллиқ санлиқ мәлуматларға қариғанда, йавропа иттипақиниң әзәрбәйҗанниң омумий содисидики пейи %34.93 (6 милйард 170 милйон доллар). омумән йавропа иттипақиниң әзәрбәйҗанниң омумий експортида йуқири пайға, нисбәтән төвән импорт нисбитигә игә болуши, әзәрбәйҗанниң йавропа иттипақи билән сода қизил рәқими көрситиши дегәнлик болиду. 2016 – йили дөләтниң омумий тиҗарәт ешиндиси 2 милйард 110 милйон долларға йәтти. бу миқдарниң 1 милйард 730 милйон доллири йавропа иттипақи билән болған тиҗарәт ешиндисидур. шуңа, дөләтниң тиҗарәт ешиндисиниң %81.99 и әзәрбәйҗанда ишләпчиқирилған нефит вә тәбиий газниң %30 гә йеқинини сетивеливатқан йавропа иттипақи билән болған тиҗарәт нәтиҗисидә оттуриға чиқиду.

йавропа иттипақи, әзәрбәйҗанниң муһим бир тиҗарәт шерики болғанлиқи үчүн, баку иқтисадий мунасивәтләрниң техиму гүлләндүрүлүшигә алаһидә әһмийәт бериду. буниң билән бирликтә, нефит вә тәбиий газ әзәрбәйҗан әң көп експорт қилидиған мәһсулатлар болғанлиқи үчүн, дөләтниң йавропа иттипақи билән болидиған содиси асасән дунйа нефит баһасиға бағлиқ. мәсилән, 2014 – йилиниң оттурлиридин тартип дунйа миқйасида нефит баһасиниң көрүнәрлик дәриҗидә чүшүп кетиши сәвәблик, икки тәрәп арисидики сода һәҗими 2014 – йили 13 милйард 890 милйон доллар болған болса, 2016 – йили 6 милйард 170 милйон долларға чүшүп қалди. демәк, нефит баһаси төвән һалитини сақлап қалған тәқдирдә, йеқин келәчәктә әзәрбәйҗан – йавропа иттипақи тиҗаритидә гәвдилик ешиш көрүлмәйду.

йәнә бир тәрәптин, баштин тартипла он йилдин артуқ вақиттин буйанқи йавропа қошнидарчилиқ сийасәтлири даирисидә йавропа иттипақи башқа қошна әлләр билән қандақ мәсилиләрни баштин кәчүрүватқан болса, әзәрбәйҗан биләнму охшаш мәсилиләрни баштин кәчүрмәктә. йавропа иттипақи әзалиқ үмиди беғишлийалмиған әлләрдә демократик ислаһатларни елип бериш тиришчанлиқлири көңүлдикидәк үнүм бәрмәйватиду. бундақ шараитта, йавропа иттипақиниң һечболмиғанда енергийә билән тәминләш бихәтәрлики дегәндәк муһим мәнпәәтлири билән алақидар дөләтләр билән мунасивәтләрдә күчлүк болалишиниң бирдинбир йоли тоқунушларни бир тәрәп қилиш йолида техиму паал рол ойнишиға тоғра келиду. әслидиму әзәрбәйҗанниң йавропа иттипақидин күтидиғини, қошнидарчилиқ сийасәтлири даирисидә мунасивәтләрни гүлләндүрүштинму бәкрәк йавропа иттипақиниң йуқири қарабағ мәсилисидә битәрәп туруп, паал мурәссәләштүрүш ролини ойнашқа башлишидур. нөвәттә әзәрбәйҗан земинлириниң %20 и әрменийәниң ишғали астида турмақта. бу һәқиқәт, йавропа иттипақи билән һәр түрлүк иқтисадий һәмкарлиқ вә селинмиларниң алдида тосалғу болуп кәлмәктә.

йавропа иттипақиниң гирузийә мәсилисидикигә охшашла әзәрбәйҗанниңму земин пүтүнлүкини қоллап – қуввәтлиши күтүлүватқан болсиму, бу җәһәттики қоллаш толиму чәклик болмақта. йавропа иттипақи, әзәрбәйҗан билән болған мунасивәтлиридә изчил түрдә оттуриға қойуп келиватқан ишәнчлик вә йеқин шерик икәнликини йуқири қарабағ мәсилиси тоғрисида әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүкини қоғдаш тәрәпдари қарарларни чиқириштәк конкрет қәдәмләрни ташлаш арқилиқ намайан қилса болиду. буниң тунҗи қәдимини мәсилигә түптин чарә тепиш мәқситидә қурулған йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң миниски гурупписида актип орун елиш арқилиқ ташлиши мумкин. дәрвәқә, 2012 – йили мартта йавропа парламентиниң ташқи мунасивәтләр комитети, йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң йуқири қарабағ мәсилисини һәл қилишқа мәсул миниски гурупписида фирансийәниң орниниң йавропа иттипақи билән алмаштурулушини тәвсийә қилғаниди. буниң билән бирликтә йавропа иттипақи, әза дөләтләр өз миллий сийасәтлирини йавропа иттипақиниң мәнпәәтлиридин үстүн көргәнлики үчүн йуқири қарабағ мәсилисигә чарә тепиш мәсилисидә мидирлийалмайдиған һаләткә чүшүп қалди. шуңа, йавропа иттипақиниң ташқи сийасәттә актип һалға келишиниң йоли, өзлириниң сақлиниватқан ички мәсилилиригә чарә тепип – тапалмаслиқиға бағлиқтур. йавропа иттипақи, айрим вә район характерлик мунбәрләрдә қанчилик кәң даирилик сийасәтләрни оттуриға қойса қойсун, район характерлик тоқунушларниң һәл қилинишида утуқлуқ рол ойнийалмиған тәқдирдә, йеқин әтрапида истратегийәлик орунға игә бир актийор сүпитидә өзини намайан қилиши мумкин әмәс.

хуласилигәндә, әзәрбәйҗан – йавропа иттипақи мунасивәтлири түркийәгә нисбәтәнму наһайити муһим. түркийә билән әзәрбәйҗан бир - бирлиригә «бир милләт, икки дөләт» дәп ениқлима бериду. шуңа, әзәрбәйҗанниң йавропа иттипақи билән болған мунасивәтлири биваситә һалда түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлиригиму тәсир көрситиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر