астана сөһбәтлири кечиктүрүлди

қазақистан ташқи ишлар министирлиқи мәтбуат ишлири башқармиси башлиқи ануар җанаков, 12-, 13- ийунда өткүзүлүши пиланлиниватқан астана сөһбәтлириниң кечиктүрүлгәнликини билдүрди.

748544
астана сөһбәтлири кечиктүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан ташқи ишлар министирлиқи мәтбуат ишлири башқармиси башлиқи ануар җанаков, астанида 12-, 13 – ийун күнлири 5 – нөвәтлики өткүзүлүши пиланлиниватқан сүрийә сөһбәтлириниң кечиктүрүлүп – кечиктүрүлмәйдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға, «шундақ (кечиктүрүлди). капаләтчи дөләтләр қазақистанға ортақ шәкилдә қарар қилинған вақит, учришиш дәриҗиси, иштирак қилғучилар, учришишниң күнтәртипи тоғрисида мәлумат бериду» дәп җаваб бәрди.

у йәнә, «капаләтчи дөләтләрдин йеңи мәлумат тапшурувалдуқ. русийә, түркийә вә иран алдимиздики күн вә һәптиләрдә пайтәхтлиридә сүрийәдики бихәтәр районларға алақидар мәсилиләр тоғрисида келишим һасил қилиш вә уруш тохтитишниң күчәйтилишигә алақидар башқа бир қатар мәсилиләр тоғрисида музакириләрни өткүзиду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر