өзбекистанда мирзийайев дәври вә түркийә – өзбекистан мунасивәтлири | анализ

«түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида ататүрк университети тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң «өзбекистанда мирзийайев дәври вә түркийә – өзбекистан мунасивәтлири» мавзулуқ темисини диққитиңларға сунимиз.

655785
өзбекистанда мирзийайев дәври вә түркийә – өзбекистан мунасивәтлири | анализ

түркийә авази радийоси: өзбекистан, 30 милйондин артуқ нопуси, гиоистратегийәлик орни, узунға сузулған тарихи, мол мәдәний байлиқлири вә иқтисадий имканийәтлири билән йавро – асийа районида тинчлиқ вә муқимлиқ йаритишта муһим орунда туриду. өзбекистанниң биринчи пирезиденти ислам кәримовниң вапатидин кейин, йавро – асийаниң диққәт – нәзири бу дөләткә ағдурулди. өзбекистан пуқралири 2016 – йили 4 – декабирда дөләтниң иккинчи пирезидентини сайлап чиқиш үчүн, беләт ташлиди. 2003 – йилидин буйан баш министирлиқ вәзиписини давамлаштуруп келиватқан, 2016– йили 2 – сентәбирдә кәримов вапат болуп кәткәндин кейин пирезидент вәкили вәзиписини үстигә алған мирзийайев сайламда ғәлибә қилди.

өзбекистанда сайламлардин илгири муһим бир учришиш болуп өтти. түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2016 – йили 17-, 18- нойабир күнлири нурғун кишиләрниң һәмраһлиқида өзбекистанни вә шәвкәт мирзийайевни зийарәт қилди.

түркийә 1991 – йили өзбекистанниң мустәқиллиқини етирап қилған тунҗи дөләттур. шуңа икки дөләт арисидики мунасивәтләр сүрәт билән гүлләнди. 2005 – йили өзбекистанниң әндиҗан шәһиридики вәқәләр муһакимә қилинған б д т  йиғинида түркийә өзбекистанға қарши беләт ташлиди. шуниң билән, 1991 – йили йахши башланған мунасивәтләр 2005 – йилидин тартип турғун давам қилди. әрдоғанниң 2003 – йилидики зийаритидин 13 йил кейин ишқа ашурулған бу зийарәт мунасивәтләрниң қайтидин күчәйтилишигә васитә болуши мумкин. сәмәрқәнттә ишқа ашурулған учришиш әрдоғанниң «мунасивәтләрдә йеңи сәһипә ечиш», мирзийайевниң «әмди еғизда әмәс, әмәлийәттә һәмкарлиқ орнитишниң дәл вақти кәлди» дегән сөзлири билән техиму өзгичә мәнигә игә болиду. һәр икки рәһбәр, алдимиздики йилниң бешида өзбекистан – түркийә селинма мунбири вә рамка иқтисадий комитет йиғининиң чақирилиши бойичә бирдәклик һасил қилинғанлиқини җакарлиди.

аридики тарихий риштә түпәйли түркийәниң йөнилиши вә көңли өзбекистанға бақиду. бу зийарәт билән икки дөләт арисидики турғун дәвр ахирлашти, дәп ойлаймән. түркийә – өзбекистан мунасивәтлиридә тоқумичилиқ, сәһийә, сайаһәт вә теричилик қатарлиқ иқтисадий؛ нуқтилиқ һалда терроризмға қарши күрәш болуп хәвпсизлик мунасивәтлири сүрәт билән раваҗлиниду. әлвәттә, бу мунасивәтләрниң иҗтимаий күчләр башқурушидики органлар, медийа вә тәтқиқат орунлириниң һәмкарлиқи арқилиқ күчәйтилишигә тоғра келиду. қазақистандики түркийә – қазақистан әһмәд йәсәви университетиға охшаш, түркийә – өзбекистан университетиниң қурулуши наһайити пайдилиқ болуши мумкин. бир қисми истанбулда йәнә бир қисми сәмәрқәнттә болидиған «түркийә – өзбекистан улуғбәг университети» түркийә билән өзбекистан игә болған тарихий илмий бирикмисини түркий тиллиқ хәлқләр районида әмәлийәткә айландурушта алаһидә рол ойниши мумкин. икки дөләтниң ортақ қиммәт – қариши болған һәнәфий – матуриди / сопи ислам қисқичә қилип ейтқанда, түрк – ислам әнәниси сәләфий ашқунлуқи алдида йавро-асийа үчүн ақиланә бир тәңдашлиқ болуши мумкин. бу нуқтида һәр икки дөләтниң йәлкисигә еғир вәзипиләр чүшиду.

кәримов түзүминиң икки хил алаһидилики бар иди؛ уларниң бири, еғир һакиммутләқ түзүм болуши, иккинчиси болса, совет сийасий системисиниң давамлаштурулуши иди. кәримов йавро – асийадики чоң күчләрниң күриши алдида дөлитини муһапизәт қилиш үчүн, мәнпәәтлик йол сүпитидә қисмән чәттә қелиш сийаситини таллиғаниди. йеңи рәһбәрлик болса, геополитикилиқ дуел елан қилишларға пассип сийасәтләр билән җаваб бериш йолини таллайдиғандәк қилмайду.

өзбекистан орни вә нопус җәһәттики әвзәллики билән йавро – асийаниң һалқилиқ дөләтлириниң бири. өзбекистан билән мунасивәт орнатмай туруп түркистанда мәвҗут болуп туруш қийин. алдимиздики мәзгилдә өзбекистан бу хил әвзәлликлири сайисида  хәлқара вә район характерлик актийорлар көпләп қоңғуриқини чалидиған бир дөләткә айлиниду.

мирзийайев пирезидентлиқиниң дәсләпки мәзгилидә маһийәтлик сийасий өзгиришләрни ройапқа чиқармастин, сақлиниватқан иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилишқа вә қошна дөләтләр билән болған иқтисадий мунасивәтләрни күчәйтишни алдинқи пиланға қойуши мумкин. мирзийайев ташқи сийасәттә қошна түркий җумһурийәтләргә техиму кәң ечилиду вә йумшақ услуб қоллиниду. мирзийайевниң пирезидент сүпитидә тунҗи болуп русийәдә зийарәттә болушни таллишиға, русийә билән өзбекистан арисидики болупму иқтисадий мунасивәтләрни күчәйтиш нишаниниң биринчи қәдими, дәп баһа беришкә болиду.

мирзийайев дәври өзбекистан үчүн йеңи бир башланғуч болиду. кәримов түрк кеңиши қатарлиқ район характерлик һәмкарлиқ тәшкилатлириға нисбәтән мусапә қалдуруп сийасәт йүргүзди. бу сийасәтниң өзгириши райондики актийорлар вә өзбекистан үчүн пайдилиқ земин һазирлиши мумкин. өзбекистанда нәқ пул вә енергийә җәһәттә қисмән мәсилиләрниң барлиқини билимиз. бу мәсилиләрни һәл қилишта селинмилар вә түрк кеңишигә охшаш район характерлик һәмкарлиқлар бир чарә болуши мумкин.

мирзийайев 13 йил бойичә кәримовниң баш министирлиқ вәзиписини өтиди. демәк, мирзийайев кәримов системисиниң мәһсули. өзгириш асанға тохтимайду. лекин, мирзийайев дөлитини вә районни йахши билиду. бу җәһәттә тәҗрибиси мол. алдимиздики басқучта өзбекистанниң түрк кеңиши билән болған мунасивәтлирини гүлләндүрүши һәм район һәм түркий тилда сөзлишидиған район нуқтисидин наһайити муһим һесаблиниду. чүнки, өзбекистан түрк дунйасиниң ачқучлуқ дөлитидур.

* * * * *

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! йуқирида  «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки сани бойичә ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң «өзбекистанда мирзийайев дәври вә түркийә – өзбекистан мунасивәтлири»дегән темидики анализини һузуруңларға сундуқ.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر