түркийә ирақ түркмәнлириниң әһвалиға әлаһидә көңүл бөлмәктә
түркийә баш министирлики апәт вә җиддий һаләтләргә тақабил туруш идариси, түркийә тәрәққийат вә һәмкарлиқ агентлиқиму йардәм паалийәтлири үчүн һәрикәткә өтти.
түркийә қезил ай җамиийти тәрипидин райондики түркмән қериндашларға әвәтилгән йемәк – ичмәк, чедир бойумлири қатарлиқ инсанпәрвәр йардәмлири районға йетип барди.
булардин башқа йәнә түркийә баш министирлики апәт вә җиддий һаләтләргә тақабил туруш идариси, түркийә тәрәққийат вә һәмкарлиқ агентлиқиму йардәм паалийәтлири үчүн һәрикәткә өтти.
түркийәниң инсанпәрвәр йардәм паалийәтлири асасән дегүдәк әрбилдә турушлуқ баш консулханисиниң рийасәтчиликидә елип берилмақта.
түркийә ташқи ишлар министирлики ирақ киризиси бөлими, «ирақта тутувелинған барлиқ пуқралиримизниң мәмликәткә әң қисқа вақит ичидә сақ - саламәт қайтип келишини ишқа ашуруш мәқситидә керәклик барлиқ тиришчанлиқларни интайин әстайидиллиқ билән давамлаштурмақта» дәп байанат елан қилди.
түркийә ташқи ишлар министирлики, ирақта мәлум бир ширкәттә ишләйдиған бир топ ирақлиқ вә чәт әллик хадимлар билән бирликтә қораллиқ гуруппа тәрипидин гөрүгә еливелинған 4 нәпәр түркийә пуқрасиниң түнүгүн 19 – ийунда қойуп берилишини ишқа ашурғанлиқини елан қилди.