бир әзәрбәйҗан әскири шеһит болди

елинған мәлуматларға асасланғанда, әзәрбәйҗан – әрменийә алдинқи сепидә кечә вақитлирида чиққан етишишларда бир әзәрбәйҗан әскири шеһит болған.

96646
бир әзәрбәйҗан әскири шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирликидин елан қилинған мәлуматқа асасланғанда, әрменийә армийәси алдинқи сәптә охшимиған нуқтиларни оққа тутқан. әзәрбәйҗан тәрәп буниңға җаваб қайтурған вә етишишларда бир әскәр шеһит болған.
әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һасанов шеһит болған әскәрниң аилисигә тәзийә билдүргән вә йуқири хизмәт медали бәргән.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر