түркийә – венезуела мунасивәтлири

түркийә – венезуела мунасивәтлири вә түркийәниң ташқи сийаситигә болған тәсирлири.

1107404
түркийә – венезуела мунасивәтлири

түркийә авази радийоси: түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған өткән күнләрдә венезуелада дөләт ишлири зийаритидә болди. җүмлидин, түркийә – венезуела мунасивәтлири түрлүк саһәләрдә барғансери тәрәққий қилмақта. бу мунасивәт билән, биз бу һәптики пирограммимизда, түркийә – венезуела мунасивәтлири вә түркийәниң ташқи сийаситигә болған тәсирлири һәққидә тохтилип өтимиз.  

түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған аргентинада чақирилған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнашқандин кейин, парагуай вә венезуелада дөләт ишлири зийаритидә болди. бу, түркийәдин бу икки дөләткә қилинған җумһур рәис сәвийәсидики тунҗи зийарәт иди. түркийәниң бу дөләтләр билән болған иқтисадий, сийасий вә истиратегийә қатарлиқ көплигән җәһәтләрдики мунасивәтлириму барғансери мустәһкәмләнмәктә. җумһур рәис әрдоған хәлқара җәмийәтниң бесими астидики венезуелани зийарәт қилди. бу нуқтидин елип ейтқанда, әрдоғанниң каракас зийаритини җасарәт билән ташланған наһайити чоң қәдәм дейишкә болиду.

венезуела латин америка вә карайип районида түркийә җумһурийити тунҗи дипломатик мунасивәт орнатқан дөләтләр қатаридин орун алиду.

түркийә билән венезуела оттурисида 1950 – йили дипломатик мунасивәт орнитилди. җуғрапийәлик җәһәттики йирақлиқ вә һәр икки дөләтниң узун йиллар өзлириниң районлириғила көңүл бөлүши сәвәбидин, узун муддәт икки тәрәплик мунасивәтләр чәклик даиридә қалди. икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр йеқинқи өзгиришләр вә алий дәриҗилик рәһбәрләр сәвийәсидики зийарәтләр арқилиқ йепйеңи бир басқучқа қәдәм қойди.

2016 – йили 19 – авғуст күни венезуела ташқи ишлар министири дели родригуез, 2016 – йили 17 – 18 – сентәбир күнлири венезуеланиң маргарита арилида чақирилған 17 – нөвәтлик иттипақ түзмигән дөләтләр башлиқлар йиғиниға қатнишиши үчүн, венезуела  пирезиденти николас мадурониң түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға йазған мәктубини йәткүзүш үчүн түркийәдә зийарәттә болди. бу йиғинға ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу қатнашти.

венезуела  пирезиденти николас мадуро 2016 – йили 9 – 13 – өктәбир күнлири истанбулда чақирилған 23 – нөвәтлик хәлқара енергийә йиғиниға қатнишиш үчүн түркийәдә зийарәттә болди.

түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2017 – йили 10 – сентәбир күни астанада чақирилған ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң тунҗи нөвәтлик билим вә технологийә йиғини җәрйанида венезуела  пирезиденти николас мадуро билән көрүшти. венезуела  пирезиденти николас мадуро 2017 – йили 5 – 6 өктәбир күнлири түркийәдә тунҗи рәсмий зийарәттә болди. зийарәт даирисидә ташқи ишлар министирлириниң тәң һоқуқлуқ рәисликидә ортақ һәмкарлиқ комитетиниң 2 – нөвәтлик йиғини чақирилди. венезуела билән түркийә оттурисида, қошма иқтисадий комитетниң асасини турғузидиған сода – иқтисад келишими, бихәтәрлик һәмкарлиқ келишими, авийатсийә қатниши келишими, йеза игилик саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш нишан қилинған келишим лайиһәси, сайаһәт һәмкарлиқи вә пуқрави авийатсийә келишим лайиһәси имзаланди.

түркийә – венезуела сода – иқтисад мунбири вә венезуела експорт мәһсулатлири көргәзмиси ечилди. мадуро 2018 – йили ийул ейида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң вәзипигә олтуруш мурасимиға қатнишиш үчүн түркийәгә кәлгән чағда, икки дөләт мунасивәтлириниң йәниму тәрәққий қилидиғанлиқи тоғрулуқ байанатлар елан қилинди.

түркийә истатистика оргининиң мәлуматлириға қариғанда, түркийә – венезуела оттурисидики ташқи сода омумий соммиси 2018 – йилиниң дәсләпки 10 ейи ичидә 1 милйард доллардин ашқан. бу җәрйанда түркийәниң венезуелаға қилған експорт миқдари тәхминән 91 милйон долларға, венезуеланиң түркийәгә қилған експорт миқдари болса 984 милйон долларға йәткән. гәрчә  венезуелаға қилинған експорт миқдари түркийәниң  сода омумий соммисиниң мәлум қисмини ипадилисиму, лекин, икки дөләт оттурисидики 5 йил ичидә ишқа ашурулған омумий сода соммисида наһайити зор мувәппәқийәтләр қолға кәлтүрүлгән.

түркийә америка қошма иштатлири ембарго йүргүзүватқан венезуела билән дипломатик мунасивәтләрни техиму тәрәққий қилдурушни нишан қилмақта. венезуела дөләтлик канчилиқ ишлири ширкәтлири билән кичик типтики канчилиқ ширкәтлири чиқарған алтунлар, ембарголар сәвәбидин шивейтсарийәдә әмәс, түркийәдә ишлинип, алтунға айландурулмақта.

венезуеланиң йәр асти байлиқлири мол болсиму, лекин, алтун пишшиқлап ишләш иқтидариға игә әмәс. шу сәвәбтин, хитай, русийә вә түркийә билән болған мунасивәтлирини тәрәққий қилдурмақта. болупму канчилиқ саһәсидә венезуела һөкүмити түрк карианичиларни тәшвиқ қилмақта.

нөвәттә наһайити еғир иқтисадий киризисни баштин кәчүрүватқан вә мол нефит запаслириға игә венезуела, түрк ширкәтлиригә нисбәтән муһим пурсәтләрни йаритип бәрмәктә. венезуела шунчә көп қийинчилиқларға дуч келиватқан болсиму, әмма тәбиий балиқлири мол бир дөләттур. җүмлидин, түрк ширкәтлиригә нисбәтән тепилғурсиз пурсәтләр бар бир дөләт. чүнки, венезуеладики көплигән йәр асти байлиқлири түркийәдә йоқтур. шуниң билән бир вақитта, түрк ширкәтлириниң ишләпчиқириш, санаәт, һөддигәрлик вә мулазимәт қатарлиқ саһәләрдә йәткән сәвийә венезуелада мәвҗут әмәс.

хәлқаралиқ риқабәт азийиватқан бир пәйттә, венезуела түрк ширкәтлиригә нисбәтән муһим бир базар һесаблиниду. түркийә нефит експорт қилишта иран мәсилиси сәвәбидин башқа йолларни таллашқа мәҗбурдур, шуңа, пул – муамилә ишлири җәһәттин түркийәгә муһим төһпиләрни қошидиған вә алтун содисиниң мәркизи һесаблинидиған каракас һөкүмити әнқәрәгә нисбәтән алдимиздики басқучта наһайити муһим дәп қаралмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر