дунйа вә түркийәниң сентәбир ейидики иқтисадий әһвали

«иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «дунйа вә түркийәниң сентәбир ейидики иқтисадий әһвали» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

1062391
дунйа вә түркийәниң сентәбир ейидики иқтисадий әһвали

түркийә авази радийоси: «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети иқтисад кафедраси оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «дунйа вә түркийәниң сентәбир ейидики иқтисадий әһвали» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз. 

әң йеңи иқтисадий өзгиришләрни чөридигән һалда сентәбир ейиға нәзәр ташлинидиған болса, айниң иккинчи йеримида иҗабий өзгиришләрниң болғанлиқи диққәтни тартиду. сентәбир ейида түрк лирасиниң қиммити доллар алдида оттуричә %8 дин артуқ ашти. бу җәрйанда, түрк лирасиниң әң күчлүк қоллиғучисиниң 20 – сентәбирдә елан қилинған йеңи иқтисад пилани, арқидин җумһур рәис әрдоған вә һәмралиқидики һәйәтниң чәт әл зийарәтлири әснасида қурған дипломатик мунасивәтлири болди. йәнә бир тәрәптин, идлиб мәсилисидә русийә билән түркийә арисида битәрәп район бәрпа қилиш тоғрисида келишим һасил қилиниши, һәм райондики геополитикилиқ хәвпләрниң азийишини, һәм сүрийә мәсилисиниң вә йүз бәргүси бир мусапирлар еқининиң алдини елишни капаләткә игә қилип, районниң келәчики нуқтисидин дипломатик утуқ қолға кәлтүрүлди. райондики хәвп вә турақсизлиқларниң алдини елишни мәқсәт қилған бу сийасий қәдәмләр сайисида, түркийә хәлқарадики шериклириниң иҗабий шундақла йуқири баһасиға еришти. бу әһвал пул – муамилә базарлирида иҗабий кәйпийат пәйда қилди.

авғуст ейида түркийә иқтисади иғвагәр мудахилиләргә дуч келип, ташқи перевотта көрүнәрлик давалғушлар болуп өткән вә бу әһвал баһаға тәсир көрсәткәниди, пул пахаллиқиға даир санлиқ мәлуматларму мушу йөнилиштә иди.

сентәбир ейиниң бешида асасий күнтәртипни авғуст ейидики мудахилиниң тәсириниң шәкилләндүргәнликини ейтишимиз мумкин. әлвәттә, бу мусапидә иқтисад башқуруш қатламлири йолға қойған бир қатар чарә – тәдбирләрни алаһидә тилға елип өтүш лазим. бу қәдәмләр қисқа мәзгилдә ташқи перевоттики давалғушни азайтиш нуқтисидин наһайити муһим иди.

иқтисадниң узун мәзгиллик йол хәритисини бекитиш арқилиқ пул – муамилә базарлири вә мәбләғ салғучиларға очуқ – ашкара шундақла келәчикини мөлчәрлигили болидиған бир картина сезип бәргини йеңи иқтисад пилани болди. бу пиланниң толуқ мәнидә күткән йәрдин чиққанлиқини вә иқтисадқа иҗабий мәнидә йөнилиш көрситип бәргәнликини көрдуқ. пилан, иқтисадта тәңпуңлишиш басқучиға қәдәм бесилған бу мусапидә иҗра қилинидиған пиринсип мәркәзлик сийасәтләрниң оттура мәзгилдә иқтисадни һәқиқий күчигә игә қилидиған вә түркийә иқтисади бир бурулушни баштин кәчүридиған асасий пикирни чөридәйду. башқичә қилип ейтқанда, бу мусапиниң системилиқ давамлаштурулуши мәркизий нуқта қилинғаниди. пиланниң бу шәкилдә қәдәмму қәдәм иҗра қилинидиған болушиниң үмидләрниң күткән йәрдин чиқиши җәһәттиму иҗабий тәсир пәйда қилғанлиқиму ениқтур.

йәнә бир тәрәптин, һәм җумһур рәис әрдоғанниң һәм хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайрақниң чәт әллик мәбләғ салғучилар билән өткүзгән учришишлири, түркийә иқтисади тоғрисида хәлқара сәһнидә пәйда қилинмақчи болған хата тонушниң бикар қилиниши, мәвҗут әһвалниң вә макро иқтисадий көрсәткүчләрниң болуп – өткән бу ишлар билән алақисиниң йоқлуқини рошән шәкилдә оттуриға қойушта муһим рол ойниди. иқтисад башқурушта алақә – мунасивәтниң қанчилик муһим орунға игә икәнлики, мәзкур учришишлардин кейинки иҗабий сигналлар вә йеңи һәмкарлиқларниң күнтәртипкә киргүзүлүши қатарлиқлардин рошән һес қилинди, дейишимиз мумкин.

түркийә иқтисади сентәбир ейини мушу хил өзгиришләр билән бирликтә арқида қалдурди. дунйа иқтисадиниң қайси йөнилишкә қарап кетиватқанлиқи болса, күчлүк қизиқиш қозғимақта. америка билән хитай арисидики сода уруши шамаллири давамлишиватқан бир пәйттә, йәни сентәбир ейиниң ахирида америка мәркизий банкиси бу йил ичидики үчинчи қетимлиқ өсүм өстүрүш қарарини елан қилип, өсүм нисбитини 25 асасий нуқта өстүрди. буниңдин чиқип туридуки, америка мәркизий банкиси, өсүм өстүрүш арқилиқ хәлқара сәрмайиниң тәрәққий қиливатқан дөләтләргә кириш сүритини астилитип, дунйадики фондиларни америка қошма иштатлири тәрәпкә йүзләндүрүш сийаситини давамлаштурмақта.

дунйави киризис мәзгилидә америка иқтисадиға четишлиқ хәвпләрниң көп шундақла өсүмниң төвән болуши фондиларниң америкидин башқа дөләтләргә кетишигә сәвәб болғаниди, нөвәттә буниң әксичә бир һаләтни көрмәктимиз.

бу даиридә, нөвәттә хәлқара инавәт дәриҗисини баһалаш ширкәтлири тәрәққий қиливатқан дөләтләргә нисбәтән бир тәһдит оргиниға айланған, иқтисадий күч йөнилишини шәрққә буриған һазирқидәк вәзийәттә көп қутуплуқ йеңи бир системини бәрпа қилиш үчүн, тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң йеңи түзүмдә паал һәмкарлиқ орнитишиға вә истратегийәлик шерикчиликләргә моһтаҗ икәнлики наһайити ениқтур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر