түркийә милйонларчә сүрийәликни қоғдап қалди

тәтқиқатчи җан аҗунниң темиға мунасивәтлик анализи

1058542
түркийә милйонларчә сүрийәликни қоғдап қалди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путин сочида көрүшкәндин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди. икки рәһбәр идлибтә қораллардин халий район бәрпа  қилиш тоғрисида келишкәнликлирини билдүрди, арқидинла русийә мудапиә министирлиқи байанат берип, идлибкә һәрбий һәрикәт елип берилмайдиғанлиқини җакарлиди.

түркийә билән русийәниң идлиб мәсилисидә келишиши әслидә зор утуқ һесаблинатти, бу утуқта түркийәниң төһписи һәққиқәтән зор. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған идлиб мәсилисигә баштин-ахир әһмийәт берип кәлди, идлиб мәсилисини һәл қилиш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәтти, мәсилән теһран алий рәһбәрләр йиғинида идлибтә оқ чиқиришни тохтитиш мәсилисидә чиң турди. йеқинқи күнләрдә түркийә армийәси идлибтә мудапиә базилири қуруп чиқти, түркийәниң идлибтики 12 көзитиш нуқтисиға нурғун һәрбий аптомобил, танка вә әскәр йөткәлди, түркийәниң идлиб мәсилисигә тутқан позитсийәгә русийә, иран, әсәд күчлири вә шиә қораллиқ күчлири шаһит болди. бир тәрәптин елип берилған дипломатик музакириләр, йәнә бир тәрәптин һәрбий саһәдә ташланған қәдәмләр нәтиҗә пәйда қилди.  сочида чақирилған алий рәһбәрләр йиғинида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пирезидент виладимир путинни идлиб мәсилисидә қайил қиди. русийә идлиб мәсилисидә бурунқи қараридин аз болсиму ваз кәчти. русийә, иран вә әсәд һакимийити идлибкә кәң көләмлик һәрбий һәрикәт елип беришни пиланлап йүрәтти. бу үч тәрәп идлиб мәсилисини тәлтөкүс һәл қилишниң койида иди. русийә вә әсәд айропиланлири җиср сугур вә шималий һама районини бомбардиман қилиши вә  әсәд күчлири билән иран йантайақ болуп келиватқан қораллиқ күчләрниң һәрикәткә өтүши идлибниң вәзийитини кәскинләштүрүвәткәниди. лекин түркийә дәрһал һәрикәткә өтүп идлибтә еғир киризис пәйда болушниң алдини алди, түркийәниң бу тактикиси түркийәниң бихәтәрлики вә сүрийәниң келәчилики үчүн толиму муһим һесаблинатти. һәммидин муһими түркийәниң зор тиришчанлиқи нәтиҗисидә 3 милйондин артуқ идлиблик қоғдилип қалғандин сирт, мусапирлар киризисниң алди елинди. идлиб мәсилисидә қолға кәлтүргән утуқи сәвәбидин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийә армийәси вә миллий истихбарат тәшкилатини тәбрикләш керәк. шундақ қилип хәлқараниң идлиб әндишисиму түгигән болди.  

сочида идлиб мәсилисидә һасил қилинған келишим даирисидә бәрпа қилинидиған қораллардин халий райондин ашқун унсурлар вә еғир типлиқ қораллиқ тазилиниши керәк, түркийә бу ишта актип хизмәт ишлиши лазим, йәни түркийәниң бу мәсилидә земмисигә чүшкән вәзипә еғир. русийә идлибтики шиә қораллиқ күчләрни қайил қилиши лазим, түркийәму һәйәт тәһрир уш шамға охшаш күчләрни мувапиқ шәкилдә бир тәрәп қилиши керәк.

түркийә билән русийә идлибтә қораллардин халий район бәрпа қилиш хизмтиниң мәсулийитини үстигә елиш билән биргә, бирликтә районда чарлаш елип бариду. түркийә билән русийә астана келишиминиң роһиға асасән қурулған көзитиш базилирини һәрбий җәһәттин техиму күчәйтиду, қораллардин халий районларни һәр икки дөләтниң учқучисиз айропиланлири назарәт қилиду. бу районлардики сүрийә өктичилири вә һакимийәт күчлириниң контроллуқи астидики районлар вә бу күчләрниң нопузи қоғдалғандин сирт, һәр икки күчниң қолидики еғир типлиқ қоралларму райондин тазилиниду.  сочидики келишим даирисидә истиратегийәлик әһмийити йуқири болған « M4» вә « M5» ташйоллириниң бихәтәрлики қоғдилип содиға ечилиду. лазиқийә вә дәмәшиқни һаләбкә туташтуридиған « M4» вә « M5» ташйоллири сүрийә иқтисадиға нисбәтән муһимдур.

түркийә билән русийә оттурисидики келишим түркийәниң терроризмға қарши елип бериватқан күрәшлиригиму иҗабий тәсир елип келиду. дәрвәқә, п к к- й п г террорчилири идлибкә қаритилидиған һәрбий һәрикәтләрдин пайдилинип афринға бесим ишлитишниң койида йүрәтти. бу қетимқи идлиб келишими түрткисидә террорчиларниң рәзил пилани суға чилашти. қисқиси түркийә сочида қолға кәлтүргән утуқлар түрткисидә  буниңдин кейин п к к –й п г террорлуқ тәшкилатиға техиму үнүмлүк зәрбә бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر