түркийә җумһурийити мәркизий банкисиниң өсүм өстүрүш қарари

«иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «түркийә җумһурийити мәркизий банкисиниң өсүм өстүрүш қарари» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

1053575
түркийә җумһурийити мәркизий банкисиниң өсүм өстүрүш қарари

түркийә авази радийоси: «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети иқтисад кафедраси оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «түркийә җумһурийити мәркизий банкисиниң өсүм өстүрүш қарари» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз. 

өткән һәптә түркийә җумһурийити мәркизий банкиси, йеқинқи 14 йилниң мабәйнидики әң күчлүк өсүм өстүрүш қарарини елан қилип, өсүм нисбитини 625 асасий нуқта өстүрди. сентәбир ейиниң бешида елан қилинған пул пахаллиқиға даир санлиқ мәлуматлардин кейин, мәркизий банкиниң пул – муамилә позитсийәсиниң қайтидин шәкиллинидиғанлиқиға даир байанатлири, өсүм өстүрүлгичә болғанки җәрйанда пул – муамилә базарлирида күчлүк үмидләрни шәкилләндүрди. пул – муамилә базарлириниң диққитини өсүм өстүрүш қарариға мәркәзләштүрүши, ташқи перевотқиму муәййән дәриҗидә тәсир көрсәтти. мәзкур күтүш мусаписидә долларға қарши түрк лирасиниң қиммитиниң бир миқдар ашқанлиқи көрүлди. өсүм өстүрүш қарариниң елан қилинишидин кейин лираниң қиммити муәййән дәриҗидә ашқан болсиму, толуқ мәнидә тәңпуңлашқанлиқини ейтиш унчивала асан әмәс. буниңдин башқа, мәбләғ салғучилар қатлиминиң меңисидә өсүмни күчлүк шәкилдә өстүрүш қарари пәйда қилған көплигән соал ишарәтлири бар. әлвәттә, түркийә иқтисади кирип қалған бу тәңпуңлишиш мәзгили билән бирликтә, мәйли ишләпчиқириш саһәси болсун, мәйли малийә саһәсидики үмидләргә җаваб бериш җәһәттә болсун, наһайити әстайидил хизмәтләрниң ишлиниватқанлиқини вә иҗра қилинишқа башланғанлиқиниму алаһидә тәкитләп өтүшкә тоғра келиду.

түркийә җумһурийити мәркизий банкисиниң өсүм нисбитини 625 асасий нуқта өстүрүш қарари билән һәптилик қайтуруп сетивелиш өсүм нисбити %17.75 дин %24 гә өрлиди. әслидә бу җәрйандики тәхминләр өсүм нисбитиниң 250 билән 700 асасий нуқта өсүш мумкинчилики барлиқиға мәркәзләшкән болсиму, мәркизий банка өсүм нисбитини 625 асасий нуқта өстүрүп, оттуричә мөлчәрләрниң хелила йуқирисидин орун алди.

өсүм өстүрүш қарариниң елан қилинишидин кейин, ташқи перевотта бир миқдар төвәнләш көрүлүп, доллар – түрк лираси баһаси 6.01 ғичә чүшти. бирақ, һәммигә мәлум болғинидәк, өсүм өстүрүшниң ташқи перевотқа көрситидиған тәсирлири қисқа муддәтлик болиду. башқичә қилип ейтқанда,  бу өсүм өстүрүшниң доллар – түрк лираси баһасидики давалғушни контрол қилиш җәһәттә узун муддәтлик үнүм йаритидиғанлиқини күтүш әмәлийәткә дегәндәк уйғун әмәс.

йәнә бир тәрәптин, бу қарарни мәбләғ салғучилар нуқтисидин муһакимә қилиш лазим؛ өсүмниң йуқири болушиниң ишләпчиқириш саһәсиниң алдидики бир тосуқ икәнлики؛ иқтисадий ешишниң паравуз күчи болған селинминиң сүритини астилитип қойидиғанлиқи нәзәргә елинидиған болса, бу мусапидә мәбләғ салғучиларниң чидамчанлиқ билән күрәш қилиши керәклики йәкүни оттуриға чиқиду.

хуласилигәндә, авғуст ейида ташқи перевотта көрүлгән асассиз давалғушлар, түркийә иқтисадиниң динамиклириға қәтий мас болмиған нәтиҗиләрни оттуриға чиқарди. ташқи перевоттики мәзкур давалғушларни һечбир макро иқтисадий көрсәткүчләр билән изаһлаш мумкин әмәс. шуңа, түркийә иқтисадиға қарши бу һәрикәтниң сәлбий тәсирлириниң әң қисқа вақит ичидә бир тәрәп қилиниши үчүн, иқтисад башқуруш қатлими арқа – арқидин қәдәмләрни ташлашни давамлаштурмақта؛ дөләт идарә – органлирида тиҗәшчанлиқни күчәйтиш қәдими арқилиқ дөләт идарә – органлирини иҗаридин қутулдурулуп бикар туруватқан дөләт игиликидики биналарға көчүрүш, дөләт идарә – органлиридики аптомобил ишлитиш ишлириға бәлгилик чәклимә қойуш вә хизмәтчи – хадим қобул қилиш бәлгилимидин ешип кәтмәслик қатарлиқларни ишқа ашуруш пиланланмақта. бу қәдәмләрниң һәммисини наһайити тоғра вә зөрүр қәдәмләр дейишкә болиду.

бу йәрдә, елан қилинған оттура мәзгиллик пиланниң, нөвәттә сақлиниватқан мәсилиләрни тоғра байқап, реал макро нишанларни бекитип, һәм пул – муамилә базарлириға рошән картина сизип бәргәнликини, һәм мәбләғ салғучиларниң түркийәгә җәлп қилинишида наһайити паал рол ойнайдиғанлиқини ейтишқа тоғра келиду.

түркийә иқтисадиға қарши ташқи перевот арқилиқ ойналмақчи болған бу ойунларға күчлүк иқтисадий түзүлмимиз сайисида қайтурған җаваблиримизниң наһайити җайида болғанлиқини оттуриға қойған пилан нәтиҗисидә, түркийә иқтисадиниң барлиқ динамиклириниң бир – бири билән чәмбәрчас болуши керәкликини тәкитләп өтишимиз лазим. мушундақ болғанда, тәңпуңлишиш басқучидин кейин техиму күчлүк, техиму сағлам қурулмиға игә болған түркийә иқтисади, сиҗил, муқим вә сиғдурушчан ешиш нишаниға қарап дадил қәдәм ташлап илгириләйду.

2018 – йилиниң иккинчи чарикидә %5.2 гүлләнгән түркийә иқтисади, бу йилниң дәсләпки йеримида оттуричә %6 әтрапида ешишни қолға кәлтүргән болди. 2018 – йилиниң дәсләпки йеримиға алақидар интайин иҗабий болған бу санлиқ мәлуматлар, түркийә иқтисадиниң мәйли 2016 – йили йүз бәргән һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити болсун, мәйли  геополитикилиқ хәвпләр нәзәргә елинғинида болсун, толиму иҗабий утуқларни қолға кәлтүргәнликини намайан қилмақта.

хуласилигәндә, түркийә иқтисадиниң өзигә қилинған бу һуҗумларни әң күчлүк шәкилдә мәғлуп қилидиғанлиқидин қилчә шүбһиләнмәслик лазим.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر