батилға қарши һәқниң йенида орун елиш (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири - 02

887155
батилға қарши һәқниң йенида орун елиш (авазлиқ)

батилға қарши һәқниң йенида орун елиш

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

аллаһ таала йуқириқи айәттә мундақ дәйду:

«җакарлиғинки, һәқиқәт кәлди, батил йоқалди. батил һәқиқәтән йоқулушқа мәһкумдур» (сүрә исра 81 – айәт)

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис – шәриптә мундақ дәйду:

«и аллаһим! пүтүн һәмду - саналар саңила хастур. сән асман земинниң нурисән. пүтүн мәвҗудийәтниң йиганә игиси вә рәббисән. сән һәқсән. қилған вәдәң вә сөзлириңму һәқ. сениң висалиңға еришишму һәқ. җәннәтму һәқ. җәһәннәмму һәқ. пәйғәмбәрләрму һәқ. қийамәт болидиғанлиқиму һәқ.

и аллаһим! өтмүштики вә кәлгүсидики, мәхпий йаки ашкара пүтүн гунаһлиримни әпу қилғин, сәнла мениң илаһим. сәндин башқа һеч илаһ йоқтур» (бухари, тәвһид баби, 35 – һәдис)

әзиз қериндашлар! пәйғәмбәр әләйһиссалам өз йүртидин һеҗрәт қилишқа мәҗбур болуп, аридин 10 йил өткәндә мәккини фәтһи қилған иди.  аллаһниң пәйғәмбири туғуп – өскән вә интайин сиғинған бу мубарәк шәһәргә узунғичә сиғиниш билән бақти. андин чошқун һайаҗан билән бәйтуллаһқа йүзләнди. тавап қилип болғандин кейин, кәбиниң ичигә кирди вә «җакарлиғинки, һәқиқәт кәлди, батил йоқалди. батил һәқиқәтән йоқулушқа мәһкумдур» (сүрә исра 81 – айәт) дегән айәтни оқуп, кәбә вә әтрапини бутлардин тазилиди. (бухари, зулум баби 32 – һәдис. муслим, җиһад вә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һайати баби, 87 – һәдис)

дәрвәқә, аллаһниң улуғ исимлиридин бирси «һәқ»тур. рәббимиз һәқниң, һәқиқәтниң вә адаләтниң мәнбәси шундақла йиганә игисидур. у адәм әләйһиссаламдин тартип муһәммәд әләйһиссаламға қәдәр нурғунлиған пәйғәмбәрләр арқилиқ инсанларни һәқни тонушқа дәвәт қилған иди. инсанийәтниң һәқ билән батил оттурисидики күрәшлири адәм әләйһиссаламниң икки оғли һабил билән қабилдин башланған иди. һабил сәмимийәт вә садақәт билән һәқниң йенида орун алған болса, қабил тамахорлуқ вә көрәлмәслики билән батилниң йенида орун елишни таллиған иди. шуниңдин таки қийамәткә қәдәр һабил йахшиларниң вә йахшилиқниң үлгиси, қабил болса, өткүзгән җинайити билән йаманлиқниң символи болуп хатириләнгүси.

әзиз қериндашлар! һәқ؛ тәвһид әқидисидур. аллаһқа иман вә садақәттур. пәқәт аллаһқила бәндә болуштур. батил болса, аллаһниң барлиқи вә бирликини инкар қилиш, униңға шерик кәлтүрүш, һавайи- һәвәслиригә қул болуш, аллаһниң сан - санақсиз немәтлиригә кор вә гас болувелиштин ибарәттур.

һәқ؛ улуғ динимиз исламниң һайат бәхш пиринсиплири вә инсанни һәқиқий инсан қилидиған, дунйани техиму йашашқа лайиқ һалға кәлтүридиған гүзәлликләрниң йиғиндисидур. батил болса, улуғ динимизға мас кәлмәйдиған әқидә вә қарашлардур. исламға уруш ачқан пикирләр, инсанниң ғурури вә салаһийитигә зийан йәткүзүдиған йаманлиқлардур.

һәқ؛ тоғра билән хатани, йахши билән йаманни айрип беридиған һайатлиқ рәһбиримиз қуран кәримдур. пәйғәмбәр әләйһиссалам қалдурған тәңдашсиз үлгиләрдур. батил болса, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сүннәтлирини қәлб – иддийәләрдин йуйуп чиқармақчи болған һәрикәтләрдур.

һәқниң йоли؛ пәйғәмбәрләрниң, шеһитларниң, садақәт әһлиниң вә есл мөминләрниң йолидур. бу йолниң мәнзили әбидий немәтләрниң макани болған җәннәттур. батил болса, инкарчиларниң, ғәзәпкә учриғучиларниң, тоғра йолдин чиққанларниң вә ипласларниң йолидур. бу йолниң ахири азаб вә зийанниң макани болған җәһәннәмдур. 

әзиз қериндашлар!  һәқниң йолини тутқанлар, зулумға вә наһәқчиликкә учриғучиларниң үмидигә айланса, батилда бирләшкәнләрниң асаслиқ көп қисми залимниң вә зулумниң садаси вә йантайиқи болиду. 

һәқкә қәлбини атиғанлар, улуғ қиммәт қарашлар үчүн күрәш қилса, батилниң қойниға өзини атқанлар, мәнпәәтни вә өз мәнпәәтини үстүн тутиду.

һәқниң ашиқлири йәр йүзини гүлләндүрүп техиму йахши йашиғили болидиған һалға кәлтүрүшкә тиришса, батилниң чапармәнлири питнә – пасат, йалған, бөһтан вә бузғунчилиқ тиришниң койидила чипишип йуришиду.

һәқкә әгәшкәнләр дунйаға адаләт, тинчлиқ вә хатирҗәмлик елип келишниң ғемини қилса, батилниң тәрәпдарлири қан вә көз йеши еқитишқа, шәһәрләрни харабилиққа айландүрүшқа, пикир вә қәлбләргә бузғунчилиқ селишқа тиришиду.

истиқлал шаиримиз мәһмәт акиф әрсойму төвәндики мисралири билән һәқсөйәр қәлбләрни мундақ тәриплигән иди:

қанаватқан бир йара көргән һаман йүрәктин пучилинимән

униңға мәрһәм болуш үчүн қамча һәтта тоқмақму йәймән.

адәмгә «алдирима! кетип тур!» дейәлмәймән, алдираймән.

йәнчиймән, йәнчилсәмму, һәқни даим йуқири көтиримән.

демәк, әзиз қериндашлар! шараит мәйли қандақ болушидин қәтий нәзәр, батилға қарши һәқниң йенида орун елишни, һәққанийәтниң тәрҗимани болушни давамлаштурайли! бир – биримизгә һәқни вә сәврчанлиқни тәвсийә қилайли! шуни қәтий унтумаслиқимиз керәкки, биз һәқниң хизмитидила болидикәнмиз, аллаһниң рәһмити вә нусрити биз билән биргә болиду. һәқни йуқири көртидиғанла болсақ, батил бизгә қәтий зийан йәткүзәлмәйду.

хутбимизни пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йуқириқи һәдис - шәрипи билән ахирлаштурмақчимиз: 

«и аллаһим! пүтүн һәмду - саналар саңила хастур. сән асман земинниң нурисән. пүтүн мәвҗудийәтниң йиганә игиси вә рәббисән. сән һәқсән. қилған вәдәң вә сөзлириңму һәқ. сениң висалиңға еришишму һәқ. җәннәтму һәқ. җәһәннәмму һәқ. пәйғәмбәрму һәқ. қийамәт болидиғанлиқиму һәқ.

и аллаһим! өтмүштики вә кәлгүсидики, мәхпий йаки ашкара пүтүн гунаһлиримни әпу қилғин, сәнла мениң илаһим. сәндин башқа һеч илаһ йоқтур» (бухари, тәвһид баби, 35 – һәдис)

аллаһ һәммизни һәр даим залимға қарши мәзлумниң йенида, наһәқчиликкә қарши һәққанийәтниң йенида туридиған һәқиқий муминләрдин қилсун, амин!!!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر