зулум астидики араканлиқлар вә «чарисиз»мусулман дунйаси

доктор әркин әкрәм әпәндиниң темиға мунасивәтлик анализи

803042
зулум астидики араканлиқлар вә «чарисиз»мусулман дунйаси

25- авғустта  асийаниң «ғәззәси», шундақла пат-пат дунйаниң күнтәртипигә  зулум, қәтлиам, вә тирагедийәләр билән келиватқан бирманиң арака өлкисидә  бирма армийәси бирма  һөкүмити тәрипидин бөлгүнчи қоралиқ күчләр дәп атилип келиватқан, йәнә бир нами аракан роһиңйа азадлиқ күчлириниң дөләткә қарши исйан көтүрүп террорлуқ қилмишлири садир қилғанлиқлирини илгири сүрүп пуқралиқ һәққиму болмиған аракан мусулманлирини чоң-кичик, әр-айал вә қери-йаш демәстин қәтлиам қилиши, шундақла бу қәтлиам қилмишиға аракандики милләтчи буддистларниңму қошулуши билән, дунйаниң күнтәртипи  бирдинла араканға буралди.

бирма армийәси  билән буддист милләтчилири мусулманларни һуҗум нишани қилишни давамлаштурмақта, һуҗумлар  араканда мусулманлар зич олтурақлашқан маңдав, бутидаң вә ратидаң районлириға мәркәзләшмәктә. иглинишичә, баңладеш һөкүмитиниң тосқунлуқ қилишиниң әксичә, аракандики қәтлиамлардин қачқан 20миңдин артуқ араканлиқ мусулман баңладешқа қанунсиз йоллардин киргән, он миңларчә киши чегра  районлириға қапсилип қалған.  6  күн ичидә маңдав, бутидаң вә ратидаң районлиридики 60тин артуқ йеза тарқақлаштурулған, бу йезилардин он нәччиси көйдүрүп ташланған, нурғун киши өлгән, җамә, қуран курси, мәдрәсә, мәктәп вә дуканлар көйдүрүветилгән.

аракандики һөкүмәт армийәси билән милләтчи буддистлар садир қилған зораванлиқ қилмишлириға һәр қайси дөләтләр охшимиған инкаскларни қайтурмақта, ғәрб әллири болуп чоң күчләр  аракандики тәрәпләрни соғуққан болушқа чақирипла әмәлий һәрикәткә өтмиди, бирақ түркийә қатарлиқ наһайити аз сандики бир қисим дөләтләр дәрһал һәрикәткә өтүп, аракан мусулманлириға иқтисадий вә дипломатлик йоллардин йардәм қилди.

аракан зади қандақ  җай вә аракан мәсилиси болупму аракан мусулманлириниң қандақ мәсилилири мәвҗут ? аракандики қәтлиам қилмиши қандақ башлиди?бу қетимлиқ қәтлиам аракандики тунҗи қетим йүз бәрдиму? аракандики қәтлиамниң сийасий, иҗтимаий, тарихи вә етиқади сәвәблири барму? бирма һөкүмити вә милләтчи буддистлар аракан мусулманлириға немә үчүн бундақ муамилә қилиду?   бирма һөкүмити террорлуқ тәшкилати дәп қарап келиватқан «аракан роһиңйа азадлиқ күчлири»қачан вә қайси мәқсәттә қурулған? тәсир даириси қанчилик?

дунйаниң болупму инсан һәқлири, демократийә вә қанунниң үстүнлүки қатарлиқ қиммәт қарашлирини тәрғип келиватқан ғәрб әллири, шундақла башқа чоң күчләрниң  аракандики бу зулумиға йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлмәсликини нөвәттики дунйа тәртипи нуқтисидин қандақ чүшиниш мумкин? әҗаба ғәрб әллири йақлап келиватқан қиммәт қарашлириниң қиммитиму қалмидиму?



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر