қарунниң ақивити

муса әләйһиссалам билән бир қәвмдин болған қарунниң ақивити.

785192
қарунниң ақивити

түркийә авази радийоси: қарун муса әләйһиссалам билән бир қәвмдин иди, униң үстигә, иккийләнниң йеқин туғқанчилиқ мунасивитиму бар иди. аллаһ таала нурғун мал - мүлүк ата қилғанлиқи үчүн, қарун байашат йашайтти, тапавити үстүн, мал – дунйаси һәдди – һесабсиз иди. шуңа, униң күндилик турмуши адәттә бималал, әркин вә наһайити хушал өтәтти.

аллаһ таала  қарунға хәзиниләрдин шу қәдәр көп бәргән идики, хәзинә вә сандуқлириниң ачқучлирини (көтүрүш) күчлүк бир җамаәгиму һәқиқәтән еғирлиқ қилатти. шуңа у башқиларға қариғанда, турмушини һәшәмәтлик өткүзәтти. униң сарийида қуллар вә хизмәткарлар интайин көп иди. у ашундақ кәйп – сапалиқ турмуш кәчүрсиму, лекин бу немәтләрни ата қилған аллаһқа шүкүр қилмай, ичидә: «әгәр кәйп – сапаниңму чеки бар болса, мән чоқум шу чәккә йетишим керәк» дәп ойлайтти.

у қәдимдин тартип атун – күмүш җаһанниң зибузиннити вә шан – шәвкити, турмушниң асаси  вә түврүки болуп кәлди, алтун – күмүш, мал – дунйаға игә болған киши зорлуқ – зомбулуқ қилалайду, сән әмәс мән дәп, җаһанда өзини йоған туталайду, өзини һеч кишигә тәң қилмайду, дәп ойлайтти, у, бу дунйаға кәлгән кишиләр мениң заңлиқ вә мәсхирә қилишим үчүнла кәлгән, дәйтти. у йәнә мән гәп қилсам, кишиләр һөрмәт – икрам билән аңлиши, қарарлиримни бойсунуп иҗра қилиши, маңа садақәтмән болуши керәк, буниңға хилаплиқ қилғучилар өлүмгә мәһкум؛ мән үчүн хизмәт қилишни рава көрмигүчиләр гунаһкар» дәп қарайтти.

қарунниң бундақ қилиши униң илгирикиләрниң изидин маңғанлиқи болуп, буниң әҗәблинидиған тәрипи йоқ иди. у кишиләргә шәпқәтсиз болуп, залимлиқ вә зорлуқ – зомбулуқ қилатти.

әмма бу байлар өзлириниң һәйвисини бир қур пәсәйтип, турмушни, турмушниң йолини билгән болса, мал – дунйағила тайинип кишиләрни баш әгдүргили болмайдиғанлиқини, қулларниң иззәт – һөрмитигиму зийан йәткүзүшгә болмайдиғанлиқини, өзлириниң кишиләрниң хәйр – сахавәтликини издәйдиған бәндиләрдин икәнликини, уларға чиқиш йоли бәргәндила, хәйр – сахавәт қилғандила, андин уларниң буйруққа итаәт қилидиғанлиқини чүшәнгән болатти.

байлар мушундақ қилғандила, андин кишиләрниң һесдашлиқиға еришип, йаманлиқтин сақлинайтти, улар пәқәт хәйр – саиавәткә буралғандила, андин кишиләр уларни қизғин сөйүп, уларниң әтрапиға уйушатти؛ шундила аллаһ таала улардин рази болуп, уларға мол немәтләрни ата қилатти, җәннәткә киргүзәтти؛ йәни улар шундақ қилғандила, андин дунйа вә ахирәттә бәхт – саадәткә еришәләйтти.

лекин мал – дунйаға тоймайдиған ашу залим өктәмләр тили һәсәл, дили зәһәр сахта җанаблар болғачқа, көрүнүштә һәдәп қойғини билән, әмәлийәттә саманниң тегидин су йүгүртәтти мискин – бичариләрниң қаршилиқлирини, езилгүчиләрниң әйибләшлирини көрсиму көрмәскә, аңлисиму, аңлимасқа салатти.

әнә шундақ байлардин бири болған қарун қилчә тәп тартмастин әскилик қилатти, әс – йади пул тепиш, бай болуштила иди, есил кийимләрни кийип, бәкму көрәңләйтти, башқиларниң ач – йалиңач қелиши билән кари йоқ иди. қәвми униң бу әһвалини көрүп, униңға йаманлиқни ташлап, тоғра йолға меңиш, қәлбидә кишиләргә йахшилиқ қилидиған бир роһни пәйда қилиш үчүн нәсиһәт қилмақчи болуп, униңға:

- әй қарун, пулум бар дәп унчивала көрәңләп кәтмә, аллаһ һәқиқәтән көрәңләп кәткүчиләрни дост тутмайду. аллаһ саңа бәргән байлиқ билән ахирәт йуртини тилигин, дунйадики несивәңниму унтумиғин, аллаһ саңа йахшилиқ қилғандәк, сәнму (аллаһниң бәндилиригә) йахшилиқ қилғин, йәр йүзидә бузғунчилиқни тилимигин, аллаһ һәқиқәтән бузғунчилиқ қилғучиларни дост тутмайду. – деди. қарун:

- мениң алаһидә билимим болғанлиқтин бу байлиққа ериштим, - деди. һалбуки, аллаһ таала қарундин илгири өткән үммәтләрдин униңға қариғанда техиму күчлүк, топлиған (мели) техиму көп болған кишиләрни һалак қилғаниди.

қарун өз қәвминиң алдиға барлиқ зиннити билән һәшәмәтлик һалда чиққан чағда, дунйа тирикчиликини көзләйдиғанлар:

- кашки бизгә қарунға берилгән байлиқ берилсичу, у һәқиқәтән (дунйалиқтин) чоң несивигә игә икән, -  деди. илимлик кишиләр уларға:

- вай силәргә! иман ейтқан вә йахши әмәлни қилған кишигә аллаһниң саваби йахшидур. у саваб пәқәт сәвр қилғучиларғила берилиду, - деди.

сәмимий нәсиһәтләр қарунға кар қилмиди, туғқанчилиқ мунасивәтму униң дилини йумшиталмиди, кулпәтлик, паҗиәлик әһвалларму униңға тәсир қилмиди. шуниң билән, муса әләйһиссалам ахир җиддий вә қәтий һалда униңға алтун – күмүшлиридин сәдиқә бериш, кәмбәғәлләргә хәйр – еһсан қилйишни җакарлиди, униң пуллири ичидә тиләмчиләрниңму, мискин – бичариләрниңму һәққи барлиқини униңға ениқ билдүрди.

лекин, қарунға аллаһ таала тәрипидин «пихсиқ» дегән тамға бесилип кәткәчкә, у муса әләйһиссаламниң бу мураҗиәтлиригә задила қулақ салмиди. әксичә, у муса әләйһиссаламни мәсхирә қилди, униң зитиға тәгди, һәтта униңға төһмәт чаплиди. шуниң билән, муса әләйһиссалам ахир үмидини үзүп, кишиләрни қарунниң аздуруши вә қутритишидин сақлап қелиш үчүн, аллаһ тааладин қарунға җаза беришини тәләп қилди.

аллаһ таала муса әләйһиссаламниң тәлипини қобул қилди. шуниң билән, земин олтурушуп, өй – имарәтләр йиқилди. аллаһ тааланиң алдида қарунға йардәм беришкә адәм чиқмиди.

земин қарунни вә униң пул – мал, өй – имарәтлирини йутувәтти, униңға әгәшкән ашу накәсләрниму йәр йутти. қарунниң ақивитини муса әләйһиссаламниң қәвми өзлири үчүн ибрәт қилди, улар илгири қарунниң өзлириниң бир әзаси болғанлиқидин номус һес қилди. аллаһ тааланиң өзлириниму қарун билән тәң йәргә йутқузувәтмигәнликигә шүкүр қилип мундақ дейишти: «әгәр аллаһ тааланиң ғәмхорлуқи болмиған болса, бизму йәр астиға кирип кәткән болаттуқ, аллаһқа ишәнмәйдиған кишиләр йахши күн көрмәйду, қарунниң қепқалған өйи йәр йүзидә зорлуқ – зомбулуқ қилған, кәйп – сапа сүрүп чүшкүнләшкән кишиләр үчүн ибрәт болсун. шан – шәрәп тәқвадар мөминләргә мәнсуп!»

түнүгүн техи қарунниң дәриҗисини арзу қилғанлар дейиштики, «паһ, көрдүңму? аллаһ бәндилиридин халиған адәмниң ризқини кәң қилидикән, (халиған адәмниң ризқини) тар қилидикән, аллаһ бизгә мәрһәмәт қилмиған (йәни арзу қилғинимизни бәргән) болса иди, бизни әлвәттә йәр йутатти, вай көрдүңму? капирлар ниҗат тапмайду.»

 аллаһ таала қарун қатарлиқ залимлар һәққидики һөкмини мундақ җакарлиди: «(дунйа ـ дәпниси нурғун) қарунни, пирәвнни вә (униң зулумда йардәмчи болған вәзири) һаманни (һалак қилдуқ), шүбһисизки, муса уларға рошән мөҗизиләрни елип кәлди, улар земинда чоңчилиқ қилди (йәни аллаһқа ибадәт қилиштин, пәйғәмбәргә итаәт қилиштин бойунтавлиқ қилди), улар (азабимиздин) қечип кетәлмиди. (бу гунаһкарларниң) һәрбирини гунаһи түпәйлидин җазалидуқ, уларниң бәзисигә таш йағдурдуқ, уларниң бәзисини қаттиқ тавуш һалак қилди, уларниң бәзисини (мал ـ мүлки билән қошуп) йәргә йутқуздуқ, уларниң бәзисини (суда) ғәрқ қилдуқ, аллаһ уларға зулум қилмиди, лекин улар өзлиригә өзлири зулум қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر