залмай халилзатниң трамп һөкүмитигә сунған хитай тоғрисидики лайиһәси вә афғанистан

америкилиқ истратегийәшунас залмай халилзат трамп һөкүмитигә хитайға қарита мунасивәтләрни давамлаштуруш, һәрбий җәһәттә муһасирәгә елиш лайиһәсини сунған.

758103
залмай халилзатниң трамп һөкүмитигә сунған хитай тоғрисидики лайиһәси вә афғанистан

америкилиқ истратегийәшунас залмай халилзатниң трамп һөкүмитигә, ххтай һөкүмитигә қарита иқтисадий җәһәттә мунасивәтни давамлаштуруш, һәрбий җәһәттә қоршавға елиштин ибарәт лайиһәни сунғанлиқи билдүрүлди

халилзат америкиниң сабиқ пирезиденти клинтон дәвридиму мушуниңға охшайдиған бир лайиһәни сунған, әмма клинтон һөкүмити қобул қилмиған. арқидин узун өтмәй буш һөкүмити дәвригә кәлгәндә халилзатниң стратегийәсини қобул қилип, бәзи пиланларни әмәлгә ашурушқа тиришқан, бирақ хитай билән болған мунасивәтниң техиму өткүрлишиши вә 11-сентәбир вәқәси бу истратегийәни әмәлгә ашурушқа тосалғу болуп қалған. бу қетим халилзатниң сунған лайиһәси әйни вақитта сабиқ буш һөкүмити йолға қойған йаки клинтон һөкүмитигә сунулған лайиһә билән охшамду-охшимамду? пәрқлири қайси? 

һаҗәттәпә университети әдәбийат факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси, шундақла истратегийәлик чүшәнчә иниститутиниң йирақ шәрқ мәсилилири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм билән йуқирдики мәсилиләрни чөридәп өткүзгән сөһбитимизгә қулақ салғайсиләр!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر