әһмәт давутоғлуниң қисқичә һайати

дипломатийә министири әһмәд давутоғлу конйа вилайити ташкәнт районида қол һунәрвәнчилик вә сода ишлири билән шуғуллинидиған бир аилидә дунйаға кәлди.

99027
әһмәт давутоғлуниң қисқичә һайати

түркийә авази радийоси: әһмәд давутоғлу 1959- йили 26- февралда түркийәниң конйа вилайити ташкәнт районида қол һунәрвәнчилик вә сода ишлири билән шуғуллинидиған бир аилидә дунйаға кәлди. атиси мәһмәт әпәнди билән аниси мәмнунә ханим уни мәһәллисидики һаҗи сулайман әпәнди башланғуч мәктипигә апирип бәрди. әһмәд давутоғлу төтинчи синипни төгәткәндин кейин аилә истанбулға көчти, шуниң билән кичик әһмәд бәшинчи синипни истанбул баһчәлиәвләрдә оқуди. истанбулда оғуллар толуқ оттура мәктипини, арқидин боғаз ичи университетиниң иқтисадий вә сийасий пәнләр факултетини пүткүзди. 1984- йили баклаворлуқ унванини алғандин кейин йәнә шу мәктәптә мәмурий башқуруш саһәсидә магестирлиқ, сийасәт илмий вә хәлқара мунасивәт саһәсидә докторлуқ унваниға еришкәндин кейин, 1990- йили малайсийа хәлқара ислам университетида йардәмчи дотсент сүпитидә хизмәт қилишқа башлиди. ислам университетида сийасий пәнләр кафедирасини ачти вә кафедира башлиқи болди. 1993- йили дотсинтлиқ унваниға еришти. 1995- йили түркийәгә қайтип кәлгән доктор әһмәд давутоғлу, 1999- йилиғичә мәрмәр университетиниң хәлқара мунасивәтләр бөлүмидә академик хадим болуп вәзипә өтиди. охшаш вақитта 1998- йилидин 2002- йилиғичә һәрбий пәнләр академийәсидә тәклиплик оқутқучи болуп лексийә сөзлиди. 1999- йилидин 2004- йилиғичә болған арилиқта елип барған илмий тәтқиқатлири нәтиҗисидә пирофессорлуқ унваниға еришкән давутоғлу, бәйкәнт университети ақсақаллар мәҗлисиниң әзаси вә хәлқара мунасивәтләр бөлүминиң башлиқи болуп вәзипә өтиди. шу йилларда йәнә мәрмәр университети хәлқара мунасивәтләр бөлүмидә тәклиплик оқутқучи болуп дәрс өтти.
1980 – йилларда тонушқан абдуллаһ гүлниң баш министир болуши билән уни (давутоғлуни) баш мәслиһәтчи қиливалди. йәнә истанбул шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи болуватқан мәзгилләрдә тонушқан рәҗәп таййип әрдоған баш министир болғандин кейинму бурунқи баш мәслиһәтчилик вәзиписини давамлаштурди вә гойа бир дипломатийә министиригә охшашла ташқи мунасивәтләргә тәсир көрситишкә башлиди. йавропа иттипақи билән болған мунасивәтләр, қибрис (сипрус) музакирилири, ирақ уруши дегәндәк барлиқ саһәләрдә паал рол ойниди.
хәлқаралиқ музакириләргә рәсмий сүпәт билән иштирак қилишини капаләткә игә қилиш үчүн 2003- йили 18- йанварда өз дәвриниң җумһур рәиси аһмәт нәҗдәт сәзәр вә баш министири абдуллаһ гүл тәрипидин қарар мақуллинип баш әлчилик унвани берилди. 2009- йили 11- майда парламент сиртидин түркийә җумһурийитиниң дипломатийә министирлиқиға тәйинләнди.
әһмәд давутоғлу 2011- йили 12 – ийунда өткүзүлгән омумий сайламларда адаләт вә тәрәққийат партийәси сепидин 24- нөвәтлик конйа парламент әзаси болуп түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә кирди.
ташқи сийасәт вә дипломатийә саһәсигә қәдәм бесиштин илгири нәзирийә тәтқиқачиси сүпитидә дунйа илим сәһнисидә тонулған әһмәд давутоғлуниң ташқи сийасәт темисида йезилған көплигән илмий мақалә вә китаблири бар болуп, селиштурмилиқ мәдәнийәтләр тарихи вә мәдәнийәтләр ара мунасивәтләр, селиштурмилиқ сийасәт пәлсәписи вә хәлқара мунасивәтләр саһәсидә түрк вә инглиз тиллирида йезилған мәзкур әсәрләрниң көпинчиси йапон, португал, рус, әрәб, парис вә албан тиллириға охшаш көп сандики дунйа тиллириға тәрҗимә қилинди. у 2001- йили апрел ейида нәшрдин чиққан «истратегийәлик чоңқурлуқ» (Stratejik Derinlik) (түркчә) намлиқ китаби арқилиқ соғуқ уруштин кейинки түркийә ташқи сийаситиниң нәзирийәсини оттуриға қойди вә уни әмәлийләштүрди. у йәнә 1993- йили нәшр қилинған «таллашқа болидиған парадигмалар» (инглизчә) намлиқ китаби арқилиқ ислам билән ғәрбниң сийасәт чүшәнчиси тоғрисида селиштурмилиқ анализ елип барди. инглиз тилида йезип 1994- йили нәшр қилдурған «мәдәнийәтниң алмишиши вә мусулман дунйаси» намлиқ китабида болса, ғәрб мәдәнийити баштин кәчүрүватқан киризис үстидә анализ елип берип, ислам мәдәнийитиниң бу киризисниң орнини толдуруш мумкинчилики вә шәрт – шараити оттуриға қойди. 11- сентәбир вәқәсидин кейин дунйа ахбарат вастилири билән өткүзгән сөһбәт вә анализлири топланған ‹йәр шари характерлик чүшкүнлүк» намлиқ сөһбәт вә анализлар топлими 2002- йили нәширдин чиқти. 2013- йили «нәзәрийәдин әмәлийәткә» намлиқ йәнә бир сөһбәт хатирилири топлими нәшрдин чиқти.
адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң ачқучлуқ кишилириниң бири һесаблинидиған әһмәд давутоғлу, қошна әлләр билән түркийә арисида сақлиниватқан мәсилиләрни нөлгә чүшүрүш тоғрисидики қараш вә актип дипломатийә пикирлирини оттуриға қойди вә бу саһәдә күч чиқарди.
көплигән җәһәтләрдә йеңи пикирләрни оттуриға қойған вә нурғунлиған йеңилиқларға қәдәм басқан пирофессор давутоғлу 2010- йили өктәбир ейиниң ахирлирида қәшқәрдә зийарәттә болди. шу қетимлиқ зийарити билән давутоғлу һәм қәшқәрдә зийарәттә болған тунҗи түркийә дипломатийә министири һәм дөләт ишлири зийаритини қәшқәрдин башлиған тунҗи дипломатийә министири, дегән намға еришти...
ана тили түркчидин башқа инглиз, әрәб вә нимис тиллирини билидиған давутоғлу, америкида чиқидиған «форбис» журнили тәрипидин дунйадики тәсири күчи әң йуқири 100 зийалийси қатариға кирди. илмий нәзәрийәләр билән сийасәт реаллиқи арисида тәңпуңлуқ йаритишқа тиришип келиватқанлиқи илгири сүрүлүватқан пирофессор доктор әһмәд давутоғлу һазирму (2014- йили) түркийә җумһурийитиниң дипломатийә министири болуп вәзипә өтимәктә.
1984- йили сарә давутоғлу билән өйләнгән әһмәд давутоғлуниң сәфурә, мәмнунә, мәһмәт вә һаҗәр бүкә исимлик үч қиз, бир оғул пәрзәнти бар.
пайдилинилған мәнбә: түркийә җумһурийити дипломатийә министирлиқи рәсмий интернет сәһиписи вә агентлиқлар


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر