пүтүн милләтниң қайтидин терилиши 15- ийул (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/ 28 - 2018

1011996
пүтүн милләтниң қайтидин терилиши 15- ийул (авазлиқ)

 

 

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду:

«уларға: <йәр йүзидә пасат чиқармаңлар> дейилгәндә, <биз пәқәт ислаһ қилғучилармиз> дәйду. шуни билгинки, улар бузғунчиларниң дәл өзидур, лекин буни чүшәнмәйду»[1]

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис - шәриптә мундақ дәйду:

«мусулман؛ қолидин вә тилидин башқа мусулманлар хатирҗәм болған кишидур. мөмин؛ җанлири вә маллири җәһәттә инсанлар униңдин хатирҗәм болған кишидур»[2]

әзиз қериндашлар!

биз йашават бу вәтән пәқәтла земинниң бир парчисидин ибарәт әмәс, бәлки әҗдадимизниң дийари вә шеһитлиримизниң аманитидур. кәлгүсигә мустәһкәм қәдәмләр билән меңиш үчүн униң бағриға тайинидиған, униң үчүн һеч иккиләнмәстин җенимизни беридиған земиндур, вәтән!

бизләр тарих бойичә вәтинимизгә муһәббәт вә садақәт билән бағлинип кәлдуқ. муқәддәслиримиз үчүн пидакарлиқ билән шаһадәткә йүгүрдуқ. чанаққәләдә, азадлиқ уруши мәзгилидә, намратлиқ вә йоқсуллуқ ичидиму мисилисиз бир шәкилдә мәвҗутулиқимизни қоғдаш күришини ишқа ашурдуқ. лекин һеч қачан арқимизға даҗип бақмидуқ. иман билән толған көксимизни қанчилиған шәрми һайасиз һуҗумларға сепил қилдуқ. аллаһниң инайити вә йаридими, җасаритимиз вә пидакарлиқимиз билән катта зәпәрләрни қолға кәлтүрдуқ.

15ийул кечиси таң атқичә оқуған салаватлар, товлиған тәкбирләр, ейтқан тәсбиһ вә көккә көтүрүлгән йелинишлар, дунйаниң һәммила әтрапидики мөмин қериндашлиримизниң қол күтүрүп миллитимизниң саламәтлики үчүн қилған дуалири билән бирләшти. пүтүн милләт бир тән, бир йүрәк болуп, мәйданларға қарап ақтуқ. бирлик вә баравәрликимизгә қарши қилинған хаинларчә һуҗумни һәммимиз бирликтә тосуп қалдуқ. иманимиз вә вәтән ишқимиздин урғиған у улуғвар руһ билән хаинларниң ойунини бузуп ташлидуқ. парасәт, бәсирәт вә тәмкинликимиз билән чоң бир палайи қазаниң босуғусидин қайтқан болдуқ.

15ийул кичиси биз дуч кәлгән ишғалийәткә урунуш һәрикити дин тониға оринивалған иди. шәкли һәқтәк көрүнүп, әмма батилға хизмәт қилидиған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати иманимиз, әхлақимиз, һес туйғулиримиз, пәйғәм сөйгүмиз, закат сәдиқә, қурбанлиқлиримизни, җүмлидин барлиқ диний қиммәт қарашлиримиз вә терминлиримизни суйиистемал қилди. өзлириниң мәнпәәти үчүн миллитимизниң мавҗутлуқиға, бирлик вә баравәрликигә, дөлитимизниң келәчикигә қәст қилди.

бу хаинлар әвладлиримизни аилиридин айрип ташлап, йүрикидин вәтән сөйгүси вә үммәт еңини қомуруп ташлашқа урунди. тинчлиқ вә ислаһ қилиш нами астида диний туйғулиримизни суйиистемал қилип, инсанлиримизни хатирҗәмсизликниң гирдабиға иттирмәкчи болди. вәһаләнки пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис шәриптә: «мусулман؛ қолидин вә тилидин башқа мусулманлар хатирҗәм болған кишидур. мөмин؛ җанлири вә маллири җәһәттә инсанлар униңдин хатирҗәм болған кишидур»[3] дегән иди.

әзиз қериндашлар!

бизниң бир һәрипиму өзгәрмигән китабимиз, пүтүн һайати опочуқ билинип туридиған пәйғәмбиримиз, пиринсиплири рошән бир динимиз бар. алла қандақтур чүшләр вә мәхпий пиланлар арқилиқ бу динға қарши аталмиш исламий бир дунйа синарийәлирини қуруп чиқмақчи болған рәңвазлар қәтий нәтиҗигә еришәлмәйду. унтумаслиқимиз керәкки, аллаһ вә рәсулини еғизидин чүшүрмәй, әмәлийәттә ниҗис қилмишлири үчүн динимизни суйистемал қилғанларниң ақивити һәр даим зийандин ибарәт болуп кәлди. бу зийан уларни дунйада рәсвалиққа вә ахирәттә азаб - оқубәткә дучар қилиштин ибарәт болиду.

әзиз қериндашлар!

15ийулға қайта дучар болмаслиқ үчүн бизниң йәлкимизгә чүшкән вәзипә؛ алди билән динға охшаш улуғвар һәқиқәтни шәхсләр үстигә қуруп чиқмаслиқ, сүрүштә қилмай туруп, әқлимиз, ирадимиз вә виҗданимизни бирсигә қариғуларчә тутқузуп қоймаслиқ, исламни тоғра мәнбәләрдин, йахши нийәтлик вә ишәнчлик кишиләрдин өгинишимиз. қуран кәрим вә сөйүмлүк пәйғәмбримизниң сүннәтлирини өзимизгә рәһбәр қилип йашишимиздин ибарәттур.

саһабәләрдин күнимизгә қәдәр мусулманларниң асаслиқ көп қисми маңған мөтидил йолниң сиртики барлиқ қарашларниң вә еқимларниң сиратәл мустәқимдин, йәни тоғра йолдин езиш болидиғанлиқини билишимиз лазим. бизни аллаһқа әмәс, өзигә қул болушқа чақиридиғанларға қәтий ишәнмәсликимиз вә йүзлигән йиллардин буйан вәтимиздә шәкилләнгән, исламий турмуш усулимизниң мустәһкәм асаси анадолу мәрипитигә игә чиқишимиз лазим.

әзиз мөмин қериндашлар! 

рәббимиз дуалиримизни қобул қилидиған бу иҗабәтлик саәтләрдә қени һәммимиз бирликтә аллаһқа илтиҗа қилайли!

и улуғ рәббимиз! динимизниң дөлитимизниң, миллитимизниң вә ислам дунйасиниң мәвҗутлуқини тәвритидиған һәр түрлүк ички - ташқи бала мусибәтләрдин бизләрни фоғдиғин!

и улуғ рәббимиз! бизләрни питнә отға иттирмәкчи болғанларға, иззитимизгә, шәрипимизгә вә қериндашлиқимизға көз тиккәнләргә пурсәт бәрмигин!

бирликимиз, мәстәһкәмликимиз вә өзара муһәббитимизгә зийан йәткүзидиған мунапиқлиқтин, тәприқчилиқтин вә һәр түрлүк зораванлиқтин бизләрни қоғдиғин, и аллаһ!

саңа иман ейтқан бу әзиз милләттин йардәм вә инайитиңни, күч қуввәт вә рәһмитиңни айимиғин, и аллаһ!

бу әзиз вәтәнниң мәвҗутлуқи үчүн җан пида қилған шеһитлиримизгә рәһмәт, ғазилиримизға шипалиқ вә хәйрилик узун өмүрләр ата қилғин, и аллаһ!

бизләрни уларға вә қәһриман әҗдадлиримизға лайиқ әвлад болушқа муйәссәр қилғин, и аллаһ!  

амин йа рәббәл алимин!

 

 


[1] - сүрә бәқәрә, 11вә 12 айәт

[2] - тирмизи, иман баби 12һәдис

[3] - тирмизи, иман баби 12һәдис



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر