сүрә йасин һәққидә қисқичә чүшәнчә (авазлиқ)

қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму? (51)

877479
сүрә йасин һәққидә қисқичә чүшәнчә (авазлиқ)

төвәндә сүрә йасинниң қисқичә мәзмуни, назил болған заман вә маканлирини аңлитимиз. (авазлиқ)

түркийә авази радийоси: һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар есиңларда болса керәк, «қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму?» намлиқ пирограммимизниң алдинқи бөлимидә силәргә сүрә фатирниң назил болған вақти вә қисқичә мәмунини аңлатқан идуқ. бүгүнки бөлүмидә, сүрә йасинниң атилиши, назил болған вақти вә мәмунини аңлитимиз.

ـــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــ

сүрә йасин һәққидә қисқичә чүшәнчә

атилиши

сүриниң дәсләпки икки һәрпи исми қилип бәлгиләнгән.

 назил болған вақти

сүриниң байан үслубини мулаһизә қилғанда униң оттура мәккә дәвриниң ахириқи чағлириға аит сүриләрниң бирси икәнлики мәлум болиду.

мәзмуни

түп мәқсәт, қурәйш куппарлирини муһәммәд сәлләллаһу әләйһи вәсәлләмниң пәйғәмбәрликигә иман ейтишқа үндәш шундақла зулум һәм мәсхирә арқилиқ униңға қарши турушниң йаман ақиветидин қорқутуш болуп, сүриниң агаһландүрүш түси интайин рошән һәм қойуқ. әмма агаһландүрүш билән бирликтә дәлилләп чүшәндүрүшму тәң елип берилиду. дәлилләш төвәндики үч нуқта үстидә болиду.

1 ـ тәвһид һәққидә әқил һәм каинаттики аламәтләрдин делил кәлтүрүлиду.

2 ـ ахирәт һәққидә әқилдин, каинаттики аламәтләрдин вә инсанниң өз вуҗудидин  дәлил кәлтүрүлиду.

3 ـ муһәммәд сәлләллаһу әләйһи вәсәлләмниң һәқ пәйғәмбәр кигәнликигә дәлил кәлтүрүлүп, униң дәвәт йолида ғәрәзсиз мушәққәтләрни тартиватқанлиқи һәмдә униң қиливатқан дәвәтлириниң пүтүнләй әқилгә үйғун болуп, дәвәтниң кишиләрниң өзигә пайдилиқ икәнлики байан қилиниду.

дәлилилләш җәрйанида кишиләрниң қәлбидики қулупларниң пачақлиниши үчүн шундақла қәлбидә зәрричә һәқсөйәрлик салаһийити  мәвҗут болған кишиниң чоқум тәсирлиниши үчүн әскәртиш, агаһландүрүш, тәнбиһ, тәнқид, маламәтләрни бирдәк өз ичигә алған мәрмунлар интайин қаттиқ тәләппузда байан қилиниду.

имам әһмәд, әбу давуд, нәсаий, ибни маҗә, тәбирани рәһимәһумуллаһ қатарлиқларниң мәқил ибни йәсар дин нәқил қилған ривайитидә, пәйғәмбәр әләйһиссалам сүрә йасинни ”қлб алқрآн“  йәни, қуранниң қәлби дәп атиғанлиқи байан қилиниду. бу охшитиш худди сүрә фатиһәни ”амّ алқрآн“    йәни, қуранниң аниси дәп атиғанға охшайду.

сүрә фатиһәни ”қуранниң аниси“ дәп аташтики сәвәп униң пүтүн қуран тәлиматлириниң хуласисини өз ичигә алғанлиқи болғандәк, сүрә йасинни ”қуранниң соқуп турған йүриги“ дәп аташниң сәвәбиму униңда қуранниң тәлиматлири интайин җанлиқ һәм күчлүк байан қилидиғанлиқи, уни аңлиғанда қәлбтики қатмаллиқ ерип роһ ләрзигә келидиғанлиқи көздә тутулиду.

имам әһмәд, әбу давуд вә ибни маҗә, мәқил ибни йәсардин нәқил қилған йәнә бир ривайәттиму пәйғәмбәр әлйһиссаламниң «ақрءоа сорة йс عли мотакм»«вапат болғучилириңларға сүрә йасинни оқуп бериңлар» дегәнлики байан қилинған. буниңдики һекмәт, өлүш алдида турған кишиниң иддийәсидә пүтүн ислам әқидисини қайтидин йеңилаш болупла қалмастин, бәлки йәнә, дунйа һайатиниң басқучлиридин өтүп, әмдики келиш алдида турған ахирәт мәнзилиниң пүтүн картинисиниму әйнән көз алдиға кәлтүриши үчүндур. бу һекмәтни ишқа ашуруш үчүн әрәпчә билмәйдиған өлүш алдидики кишигә нисбәтән әң мунасип болидиғини шуки, униңға сүрә йасинни тилавәт қилип бериш билән биргә тәҗимисиниму тәң аңлитиш лазим. шундақ болғанда әскәртишниң һәққи тулуқ ада болған болиду.

**** ******* ****** ******

һөрмәтлик қериндашлар вақит мунасивити билән «қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму?» намлиқ пирограммимизни мушу йәрдә тохтитимиз. иншааллаһ пирограммизниң келәр һәптилик бөлимидә сүрә саффат66ниңназил болған вақти вә қисқичә мәзмунини аңлитимиз.

келәр һәптә йәнә охшаш вақитта диққитиңлар аңлитишимизда болсун. хәйр хош.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر