һәҗ қилмақчи болған 31 адәм һайатидин айрилған

һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн муқәддәс земинларға йетип барған 31 адәмниң һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

789165
һәҗ қилмақчи болған 31 адәм һайатидин айрилған

түркийә авази радийоси хәвири: һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн чәт дөләтләрдин сәуди әрәбистанға барған бәзи кишиләрниң һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди. сәуди әрәбистан «SPA» агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, паспорт ишлири идариси һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн чәт дөләтләрдин кәлгән 31 адәмниң һайатидин айрилғанлиқини елан қилған.

бирақ, хәвәрдә һаҗимларниң өлүминиң сәвәби һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигән.

паспорт ишлири идариси бу йил (2017) һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн кәлгәнләрдин тәхминән 614 миң һаҗимниң һава йоли, 8 миң һаҗимниң қуруқлуқ йоли вә 487 һаҗимниң деңиз йоли арқилиқ муқәддәс земинларға йетип кәлгәнликини уқтурған иди.

сәуди әрәбистан елан қилған рәсмий рәқәмләрдә көрситилишичә, 2016-йили тәхминән 1.9 милйон адәм муқәддәс земинларни зийарәт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر