америка әскәрлириниң кичик бир гурупписи сүрийәдә йәнә бир мәзгилгичә туриду

америка тәхминән 200 әскириниң сүрийәдә йәнә бир мәзгилгичә туридиғанлиқини елан қилди.

1150349
америка әскәрлириниң кичик бир гурупписи сүрийәдә йәнә бир мәзгилгичә туриду

түркийә авази радийоси хәвири: америка ақсарай байанатчиси сара сандерс түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән пирезидент доналд трамп оттурисида өткүзүлгән телефон сөһбитидин кейин узақ өтмәйла, американиң сүрийәдин чекиниш мусаписи тоғрисида йазма байанат елан қилди.

ақсарай байанатчиси сара сандерс байанатида: «тәхминән 200 кишилик тинчлиқни қоғдаш қисми сүрийәдә бир мәзгилгичә туриду» деди.

мәзкур мәсилигә мунасивәтлик башқа тәпсилий мәлуматлар берилмигән байанатниң, әрдоған-трамп сөһбитидин узақ өтмәйла елан қилиниши алаһидә диққәт қозғиди.

америка пирезиденти доналд трамп 2018-йил декабир ейида елан қилған байанатида, сүрийәдә террорлуқ тәшкилати даешниң пүтүнләй йоқилиш нуқтисиға йетип кәлгәнликини, шуңа америка әскәрлириниң бу дөләттин чекинидиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر