бейҗиңда қаттиқ қар йеғип, айропилан қатнишини паләч һалға чүшүрүп қойди

хитайниң пайтәхти бейҗиңда қаттиқ қар йағқанлиқи сәвәбидин 95 айропилан сәпири әмәлдин қалдурулди.

1145395
бейҗиңда қаттиқ қар йеғип, айропилан қатнишини паләч һалға чүшүрүп қойди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хитай мәркизий телевзийә идарисиниң хәвиридә шәһәргә еғир тәсир көрсәткән қар сәвәбидин бейҗиң пайтәхт хәлқара айродорумида 95 айроплан сәпириниң әмәлдин қалдурулғанлиқи билдүрүлди.

айропилан учушлириниң әмәлдин қалдурулишиға қарита қар йеғиш тупәйлидин көрүш мусаписиниң бир кело метирға чүшүп қалғанлиқи сәвәб көрситилди.  шуниңдәк муз тутуш, йол тийилғақлишиш қатарлиқларниң йүқири пәллигә чиққанлиқи, шуңа йолучиларниң мунасивәтлик айропилан ширкәтлири билән алақилишиши керәклики һәққидә агаһландуруш елан қилинди.

бейҗиң мушу һәптиниң бешидин тартип, қаттиқ қар йиғишниң тәсиригә учриған болуп, бүгүнму пүтүн күн давмлиишдиғанлиқи уқтурулди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر