исраилийә сүрийәдики иранға тәвә базиларға һуҗум қозғиди

: исраилийә армийәси сүрийәдики иранниң алаһидә һәрикәт қисми болған фәйлақ әл қуддусниң базилириға һуҗум қилди.

1129489
исраилийә сүрийәдики иранға тәвә базиларға һуҗум қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси сүрийәдики иран инқилаб муһапизәтчилири армийәсигә қарашлиқ алаһидә һәрикәт қисми болған фәйлақ әл қуддусниң  базилириға һуҗум қилди.

исраилийә армийәси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «исраилийә мудапиә армийәси шу минутларда сүрийәдики фәйлақ әл қуддус қисмиға тәвә базиларни бомбардиман қилмақта.»

байанатта сүрийә һакимийити исраилийә земинлири йаки әскәрлиригә һуҗум қилмаслиққа чақирилди.

сүрийә хәвәр агентлиқи- сананиң бир һәрбий әмәлдарниң мәлуматиға асаслинип бәргән хәвиридә, исраилийә армийәсиниң қуруқлуқ вә һавадин сүрийә земинлириға ракетамийотлар билән һуҗум қилғанлиқи, сүрийә һава мудапиә системилириниң бу һуҗумни тосуп қелип ракетамийотларниң көп қисмини битчит қилғанлиқи әскәртилди.

сана агентлиқи йәнә исраилийә армийәсиниң ливан, әл җәлил вә табәриййә арқилиқ һуҗум қозғанлиқи, сүрийә һава мудапиә системилириниң болса исраилийә армийәсиниң онларчә ракетамийотини битчит қилғанлиқини уқтурди.

буниңға мунасивәтлик видео көрүнүшлириму елан қилинди.

исраилийә армийәси түнүгүн кәчтә голан төпиликиниң шималиға ракетамийот етилғанлиқини вә ракетамийотниң төмүр гүмбәз һава мудапиә системиси тәрипидин битчит қилинғанлиқини уқтурғаниди.

баш министир бунйамин нетанйаһу өткән һәптә исраилийә армийәсиниң дәмәшиқики иранға тәвә қорал-йарағ искилатлар билән һизбуллаһқа тәвә базиларға һуҗум қилғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر