сүрийәдә хәлқара бирләшмә қисим бир җамәни вәйран қилди

сүрийәниң дәйризор вилайитигә қарашлиқ шәфафийә наһийәсидә хәлқара бирләшмә қисми бир җамәни вәйран қилди.

1128249
сүрийәдә хәлқара бирләшмә қисим бир җамәни вәйран қилди

сүрийәниң дәйризор вилайитигә қарашлиқ шәфафийә наһийәсидики бир җамә, террролуқ тәшкилати даешқа қарши қурулған бирләшмә қисим тәрипидин вәйран қилинди.

бирләшмә қисим тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «2019-йили 17-йанварда сүрийәниң шәфафийә районида даешниң бир җамәдики контрол вә қоманданлиқ орни бирләшмә қисим тәрипидин вәйран қилинди.»

даешниң җамәгә охшаш һәрбий һәрикәтләрдин халий орунлардин пайдилинип келиватқанлиқи илгири сүрүлгән байанатта йәнә мунуларға орун аҗритилди: «бу һуҗумда сүрийәдики шириклиримизгә тәһдит пәйда қилған террорчилар өлтүрүлди, шундақ қилип  даешниң йәнә бир увиси вәйран қилинди.»

бирләшмә қисим өткән айму һәҗҗин наһийәсидики бир җамә вә бир дохтурханиға һуҗум қилип онларчә адәмниң җениға замин болғаниди.

йәрлик мәнбәләрниң билдүрүшичә,  бирләшмә қисим бултур 22-өктәбирдә һәҗҗин наһийәсидики зәвийә исимлик бир җамәгә һуҗум қилип 7 адәмниң, 21-өктәбирдиму даеш билән  й п г террорчилириниң тоқунушлириға сәһнә болған һәҗҗин наһийәсидики бир қариханиға һуҗум қилип йәнә 6 адәм җениға замин болған.  

даешқа қарши болған бирләшмә қисимға тәвә айропиланларниң бултур 19-өктәбирдә җүмә намизи оқуливатқан осман бин аффан җамәсини бомбардиман қилиши нәтиҗисидә 16 адәм өлгәниди. бу районда йәнә 17- өктәбирдә аммар бин йасәр исимлик бир җамәниң һуҗумға учриғанлиқи, һуҗумда 2си бала болуп җәмий 30 адәм җенидин айрилғаниди.

бирләшмә қисим җамәләрни әмәс даешни һуҗум нишани қилип келиватқанлиқини йақлап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر