иран австралийәниң қуддусқа мунасивәтлик қарариға наразилиқ билдүрди

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси бәһрам қасими, австралийәниң, қудусниң ғәрбини исраилийәниң пайтәхти дәп етирап қилиш қарариниң хәлқаралиқ келишимләргә хилап икәнликини ейтти.

1109820
иран австралийәниң қуддусқа мунасивәтлик қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бәһрам қасими, исламий азад университети хәвәр агентлиқиға байанат берип, австралийәниң мәзкур қарариниң «хата шундақла убдан һесабланмиған» бир қарар икәнликини әскәртти вә буниң ишғал астидики земинлар вә пәләстингә алақидар хәлқараниң қарарлириға хилаплиқ қилиш болидиғанлиқини билдүрди.

австралийәниң мәзкур қәдиминиң пәләстин вә оттура шәрқ мәсилисиниң һәл қилинишиға һәссә қошмайдиғанлиқини қәйт қилған қасими, бу қарарниң районда сүркилишниң улғийип кетишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини тилға елип өтти.

австралийә баш министири скот моррисон һәптә ахирида байанат берип, һөкүмитиниң қудусниң ғәрбини исраилийәниң пайтәхти, дәп етирап қилишни қарар қилғанлиқини уқтурған, әлчиханисиниң исраилийә – пәләстин тинчлиқ келишими орнитилип болғучә бу җайға көчүрүлмәйдиғанлиқини билдүргәниди.

моррисон, қудусниң ғәрбидә бир сода вә мудапиә ишханиси ачидиғанлиқлирини, әлчихана үчүн мувапиқ җай издәшниң койиға киридиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилғаниди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, 2017 – йили дөлитиниң тел авивдики әлчиханисини қудусқа йөткәшни қарар қилған, бу қарар көплигән дөләтләрдә наразилиқ пәйда қилған, пәләстиндә өткүзүлгән намайишларда исраилийә әскәрлири көп санда пәләстинликни шеһит қилғаниди.

вашингтон даирилиридин кейин гуатемала вә парагвай әлчиханилирини қудусқа йөткәшни қарар қилған, бирақ парагвайда һөкүмәт өзгәргәндин кейин мәзкур қарар қайтурувелинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر