америка оттура америка дөләтлиригә мәбләғ салиду

америка һөкүмити салвадор, гиватемала, мексика вә һондурасқа охшаш дөләтләргә мәбләғ салиду.

1109545
америка оттура америка дөләтлиригә мәбләғ салиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка һөкүмити салвадор, гиватемала, мексика вә һондурасқа охшаш дөләтләрниң иқтисади вә иҗтимаий шараитлирини йахшилаш үчүн, бу дөләтләргә 10 милйард 600 милйон доллар мәбләғ салидиғанлиқини билдүрди.   

мәбләғниң 5 милйард 800 милйон долларлиқ қисми «үч бүрҗәклик дөләтләр»дәп атилидиған салвадор, гиватемала вә һондурасқа аҗритилди.

мексика үчүн 4 милйард 800 милйон доллар аҗритилди.

билдүрүлүшичә, мексика билән америка оттурисида һасил қилинған бирләшмә тәрәққийат пилани даирисидә селинидиған омумий мәбләғ миқдари 35 милйард 600 милйон долларға йетидикән.

икки дөләт оттурисида һасил қилинған келишим мексикидики ташқи ишлар министирлиқи бинасида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида мексика ташқи ишлар министири марсело ебрард тәрипидин уқтурулди.

марсело ебрард мундақ деди: «америка хусусий вә дөләт игидарчилиқидики орунларниң вастиси арқилиқ   үч бүрҗәклик дөләтләрдә қурулмилиқ ислаһатлар елиш бериш вә иқтисадни тәрәққий қилдуруш үчүн 5 милйард 800 милйон доллар йардәм қилишқа вәдә бәрди.»

министир ебарад  мексика һөкүмитиниң мекисиниң җәнубий районлирида йеңи иш пурсити йаритиш вә асасий ул-әслиһә қурулушлирини йахшилаш үчүн америка һөкүмити билән һәмкарлиқ мунасивитини күчәйтидиғанлиқини ейтти.

һөкүмәтниң җәнубтики районларни тәрәққий қилдуруш үчүн 25 милйард доллар мәбләғ салидиғанлиқини ейтқан марсело ебрард, бу районларға американиң 4 милйард 8 милйон доллар мәбләғ салидиғанлиқини билдүрди.

министир ебрард 35 милйард 600 милйон долларлиқ мәбләғниң ишлитилиш әһвалини башқуруш вә назарәт қилиш үчүн, икки дөләтниң ортақ хизмәт гурупписи қуруп чиқидиғанлиқиниму ейтти.

америка вә мексикалиқ министирларниң келәр йили йанвар ейида мәхсус бу һәқтә йиғин чақиридиғанлиқлирини ейтқан ебрард, бу йиғинда оттура америкалиқларниң  шималдики дөләтләргиму көчүшигә сәвәб боливатқан амилларға чарә тепиш үчүн бирликтә баш қаттурулидиғанлиқини әскәртип өтти.

министир ебрард қайси министирларниң көрүшидиғанлиқлири тоғрисида ениқ мәлумат бәрмиди.

келишим тоғрулуқ иҗтимаий таратқудики адресида мәлумат бәргән министир ебрард: бирләшмә тәрәққийат пиланида салвадор, гиватемала вә һондурас қатарлиқ дөләтләр билән һәмкарлиқ орнитилиду, бу қериндаш дөләтләр қарарни өзлири чиқириду, хәлқара бу дөләтләрниң тәрәққийати үчүн аллибурун һәрикәткә өтти, деди.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи мексика билән америка оттурисида һасил қилинған бу келишим тоғрисида байанат елан қилип көч, зәһәрлик  чекимлик әткәсчилики вә хәлқара җинайәтләргә зәрбә бериш үчүн райондики дөләтләр билән һәмкарлиқ орнитишниң толиму муһимлиқини әскәртти.

оттура америка дөләтлириниң иқтисадини гүлләндүрүш, хәлқлириниң турмуш сәвийәсини өстүрүш вә бихәтәрликини күчәйтиш мәқситидә мексика билән һәмкарлиқ орнитилидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән бу байанатта, мексика һөкүмитиниң көчни техиму тәртиплик, қанунлуқ вә бихәтәр һаләткә кәлтүрүш үчүн муһим хизмәтләрни елип бериватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر