трамп 30 күн ичидә даешни йоқитип болидиғанлиқлирини илгири сүрди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, дөлитиниң даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши интайин ғәлибилик күрәш қиливатқанлиқини илгири сүрди.

1105092
трамп 30 күн ичидә даешни йоқитип болидиғанлиқлирини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп ақсарайда өткүзүлгән ирақ вә сүрийәдики аз санлиқларниң муһапизәт қилиниши вә уларға йардәм берилишини мәзмун қилған қанунни имзалаш мурасимида сөз қилип, даеш террорлуқ тәшкилати тоғрисида диққәтни тартидиған ибариләрни ишләтти.

даешниң у районда йашайдиған барлиқ кишиләргә қарши наһайити начар ишларни қилғанлиқини билдүргән трамп, «даешқа қарши наһайити чоң иш қилдуқ. дунйаниң у районида санлири наһайити аз қалди вә алдимиздики 30 күн ичидә (даеш әзаси) һечбири қалмайду» деди.

америкиниң даешниң зийанкәшликигә учриған диний вә етник аз санлиқларға һәмнәпәс болидиғанлиқини қәйт қилған трамп, арқидин мәзкур қанунни имзалиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر