бәһрәйин америкидин 12 данә тик учар айропилан сетивеладииған болди

бәһрәйин 12 данә тик учар айропилан сетивелиш үчүн америка билән келишим түрди.

1089418
бәһрәйин америкидин 12 данә тик учар айропилан сетивеладииған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: бәһрәйинниң рәсмий хәвәр агентлиқи «BNA» ниң хәвәр қилишичә, бәһрәйн һава армийәси қомандани генерал шәйх һамид бин абдуллаһ әл хәлифә «AH-1Z Viper» типлиқ 12 данә тик учар айропилан сетивелиш үчүн америкиниң «Bell» ширкити билән 912 милйон долларлиқ келишим имзарлашқанлиқини билдүргән.

генерал шәйх һамид бин абдуллаһ әл хәлифә мәзкур тик учарларниң бәһрәйин һава армийәсигә муһим төһпиләрни қошидиғанлиқини тәкитлиди.

келишимгә бинаән тик учарларниң түнҗи түркими 2022йили бәһрәйингә тапшуруп берилидикән. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر