шиддәтлик һөл - йеғин кувәйтниң авийатсийә қатнишини ақситип қойди

кувәйт хәвәр агентлиқи – кунаниң хәвәр қилишичә, шиддәтлик һөл - йеғин кувәйтниң авийатсийә қатнишини ақситип қойған.

1088552
шиддәтлик һөл - йеғин кувәйтниң авийатсийә қатнишини ақситип қойди

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйт хәвәр агентлиқи – кунаниң пуқралар авийатсийә идарисидин тарқатқан хәвиригә қариғанда, шиддәтлик һөл – йеғин көрүш мусаписини қисқартивәткәнлики үчүн, кувәйт айродурумидин қозғилидиған айропилан сәпәрлири вақитлиқ тохтитилған, келидиған айропиланлар болса бәһрәйин, дәммам (сәуди әрәбистан) вә дубәй айродурумлириға қонушқа мәҗбур болған.

кувәйт һөкүмити буниңдин илгири уқтуруш тарқитип, шиддәтлик һөл – йеғин вә начар һава шараитини нәзәрдә тутуп, министирлиқларни өз ичигә алған дөләт идарә – органлири вә мәктәпләрниң тәтил муддитини узартқаниди.

кувәйт метерологийә баш идарисиға қарашлиқ деңиз мөлчәрлири идариси башлиқи йасир әлбәллуши, йамғурниң җүмә күнигә давамлишиш еһтималиниң барлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر