сәуди әрәбистан консулханисиниң ташлап қойулған аптомобили диққәт тартти

сәуди әрәбистан консулханисиға тәв депломатик нумур тахтилиқ бир аптомобил истанбулниң султан ғази районида ташлап қойулған һалда байқалди.

1073443
сәуди әрәбистан консулханисиниң ташлап қойулған аптомобили диққәт тартти

 

түркийә авази радийоси хәвири: истанбул сақчи әтрити сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗи йоқулуп кәткән күнләрдә султан ғази районидики бир аптомобил тохтитиш орниға ташлап қойулған аптомобилни тапти. 

сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗи йоқулуп кетип, бир қанчә күндин кейин сәуди әрәбистан консулханисиниң түрк шопури тәрипидин аптомобил тохтитиш орниға ташлап қойулған депломатик нумур тахтилиқ аптомобилниң истанбул сақчилири тәрипидин тәкшүрүшкә елинғанлиқи билдүрүлди.

вашингитон пошта гезитиниң йазғучиси сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗи 2018йили 2өктәбир сәйшәнбә күни рәсмийәт беҗириш үчүн сәуди әрәбистан консулханисиға кирип кәткәнчә из дирәксиз йоқулуп кәткән иди. 

сәуди әрәбистан һөкүмити 20өктәбирдә байанат елан қилип, җәмал қашиқҗиниң консулханида йүз бәргән қалаймиқанчилиқта өлгәнликини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر