бағдади афғанистанға қечип кәткән

террорлуқ тәшкилати даешниң аталмиш рәһбири әбубәкир бағдадиниң афғанистанға қечип кәткәнлики илгири сүрүлди.

1055271
бағдади афғанистанға қечип кәткән

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи лондонға җайлашқан сәуди әрәбистанниң «шарқул аваст гезити» ниң пакистан хәвпсизлик мәнбәлири вә башқа радикал тәшкилатларниң учурлирини нәқил қилип елан қилған хәвиридә көрситилишичә, әбубәкир бағдади иранниң шәрқий чеграсиниң йуқирисидики заһидан шәһири арқилиқ афғанистанға қечип кәткән вә нангарһар райониға орунлашқан.

афғанистанниң пакистан чеграси үстигә җайлашқан вилайити һесаблинидиған нангарһар бу йил (2018) бомба һуҗумлири сәвәблик афғанистандики әң хәтәрлик җай болуп қалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر