трамп иккинчи баҗ пиланини иҗра қилиш пәрманини чүшүрди

америка пирезиденти доналд трамп 24-сентәбирдин башлап хитайдин импорт қилинған 200 милйард доллар қиммитидики мәһсулатлардин %10 таможна беҗи елинидиғанлиқини билдүрди.

1051582
трамп иккинчи баҗ пиланини иҗра қилиш пәрманини чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай бейҗиңға қарши иккинчи таможна беҗи пиланиниң иҗра қилинидиған тоғрисида байанат елан қилди. байанатқа асасланғанда, пирезидент трамп америка сода вакаләтханисиға, хитайға қаритилған иккинчи таможна беҗи пиланини иҗра қилиш пәрманини чүшүргән.

пирезидент трамп тәхминән 200 милйард долларлиқ мәһсулатларға қойулидиған баҗниң бир һәптидин кейин иҗра қилинишқа башлинидиғанлиқини әскәртип: «бүгүн (17-сентәбир) йәттә һәптә давамлашқан хәлққә уқтуруш қилиш вақти, йиғин вә музакирәләрдин кейин, сода вакаләтханисиға тәхминән 200 милйард доллар қиммитидики хитай мәһсулатлиридин қошумчә таможна беҗи елиш пәрманини чүшүрдүм. 24-сентәбиргичә иҗра қилиниду вә бу йил (2018) ахириғичә %10 сәвийәсидә болиду, 2019-йили 1-йанвардин башлап %25 гә өстүрүлиду» деди.

пирезидент трамп дунйадики икки иқтисадий күч оттурисидики «сода уруши» ниң зорийишиға сәвәб болидиғанлиқи пәрәз қилинған байанатида, хитай буниңға қарши өч елиш тәдбирлирини йолға қойған тәқдирдә, тәхминән 267 милйард долларлиқ хитай мәһсулатлиридин қошумчә баҗ елиш пиланиниң дәрһал иҗра қилинидиғанлиқини тәкитлиди.

трамп хитай һөкүмитини «адаләтсиз сода қилишни ахирлаштуруш» қа чақирип: «бу сода мәсилиси, ахирида мән наһайити һөрмәт қилидиған вә йеқинлиқ һес қилидиған хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән иккимиз тәрипидин һәл қилиниду» деди.

американиң һазирғичә басқан «өзини қоғдаш характерлик сода қәдәмлири» гә қарши «қисасқа қисас» дәп җаваб қайтурған бейҗиң һөкүмитиниң, 200 милйард долларлиқ қошумчә баҗ пиланиға қандақ инкас қайтуридиғанлиқи диққәт қозғимақта.

трамп һөкүмити 10-ийул деңиз мәһсулатлиридин тәнтәрбийә пәлийигичә, тәбиий вә химийәлик маддилардин мевә-көктатларғичә, тамака мәһсулатлиридин аптомобил чақиғичә болған 5000 хил мәһсулаттин 200 милйард долларлиқ хитайда ишләпчиқирилған мәһсулатниң тизимликини елан қилған иди.

мәзкур тизимликтики мәһсулатлардин елинидиған қошумчә таможна беҗиниң, 60 күнлүк америка ширкәтлиригә көрситидиған тәсирлирини билдүрүш вақти 6-сентәбир ахирлашти.

америка билән хитай оттурисидики «сода уруши» дәп қариливатқан бу өзгиришләр, трамп һөкүмитиниң 23-мартта импорт қилинған полат вә алйумин мәһсулатлиридин %25 вә %10 қошумчә таможна беҗи елиш билән башланди.

хитай һөкүмити апрел ейиниң бешида вашингтонниң полат вә алйумин мәһсулатлиридин қошумчә таможна беҗи елишиға инкас қайтуруп, америкада ишләпчиқирилған 128 хил мәһсулаттин %15 дин %25 гичә баҗ елишни йолға қойған иди.

америка һөкүмити ийул вә авғуст айлирида, хитайниң америка ширкәтлириниң техникилирини вә әқлий мүлүклирини қолға киргүзүвелиш үчүн қанунсизлиқ қиливатқанлиқини сәвәб қилип, 50 милйард долларлиқ хитай мәһсулатлиридин %25 қошумчә таможна беҗи елишни йолға қойди.

бейҗиң һөкүмитиниң американиң бу һәрикитигә қайтурған җаваби кечикмиди. хитай сода министирлиқи буниңға җавабән америкадин импорт қилинған 50 милйард долларлиқ 659 хил мәһсулаттин %25 баҗ елишни башлиди.

америка пирезиденти доналд трамп 18-ийун бейҗиң баҗ пиланиға қарши өч елиш характерлик тәдбирләрни йолға қойған тәқдирдә, 200 милйард долларлиқ мәһсулатлардин % 10қошумчә таможна беҗи елиш пәрманини чүшүргән иди.

америка сода министирлиқиниң рәсмий мәлуматлириға асасланғанда, өткән йили (2017) хитайдин импорт қилинған барлиқ мәһсулатларниң қиммити тәхминән 505.5 милйард доллар икән. бу йил (2018) ниң дәсләпки йеримида хитайдин импорт қилинған мәһсулатларниң җәмий қиммити 250 милйард доллар әтрапида икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر