б д т әрдоған билән путинниң идлиб қараридин мәмнун болди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати әрдоған билән путинниң идлиб қараридин хурсән болғанлиқини билдүрди.

1051382
б д т әрдоған билән путинниң идлиб қараридин мәмнун болди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путин арисида сүрийәниң идлиб райони тоғрулуқ һасил қилинған келишимдин хурсән болғанлиқини билдүрди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи байанатчиси степһан дуҗарик: пирезидент путин билән җумһур рәис әрдоғанниң идлиб тоғрулуқ йиғин чақириши толиму муһимдур. бу йиғинниң идлиб хәлқигә иҗабий тәсирләрни елип келишини үмид қилимиз, деди.

дуҗарик күндилик вақипландуруш йиғинида әрдоған билән путинниң түнүгүн сочида өткүзгән сөһбити вә бу икки рәһбәрниң идлибтә қораллардин халий район бәрпа қилиш мәсилисидә келишкәнликлири тоғрисида тохталди.

дуҗарик мунуларни деди: «ики рәһбәрниң бу мәсилидә бәргән қарарлириниң идлиб хәлқигә иҗабий тәсирләрни елип келишини үмид қилимиз, идлиб хәлқи нөвәттә зор хәтәр астида турмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر