әнглийә: җумһур рәис әрдоғанға пүтүнләй қошулимиз

карен пиерс, җумһур рәис әрдоғанниң вал ситрит җурнал гезитидә елан қилинған сүрийәниң идлиб райониға алақидар мақалисигә ишарәт қилған һалда, «җумһур рәис әрдоғанға пүтүнләй қошулимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

1047866
әнглийә: җумһур рәис әрдоғанға пүтүнләй қошулимиз

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили карен пиерс, җумһур рәис әрдоғанниң вал ситрит җурнал гезитидә елан қилинған сүрийәниң идлиб райониға алақидар мақалисигә ишарәт қилған һалда, «җумһур рәис әрдоғанға пүтүнләй қошулимиз» деди.

б д т  хәвпсизлик кеңиши русийәниң тәлипигә асасән, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, русийә пирезиденти виладимир путин вә иран пирезиденти һәсән руһаниниң җүмә күни теһранда чақирған башлиқлар йиғининиң хуласиси вә идлибтики өзгиришләрни муһакимә қилиш мәқситидә йиғин чақирди.

әнглийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили карен пиерс йиғинда сөз қилип, «әсәд һакимийити вә русийәниң идлибқа һуҗум қилиши йаки түркийәниң террорчиларни пәрқләндүрүп уларға қарши күрәш қилишидин ибарәт икки иштин бирини таллишимиз керәк. түркийәниң идлибқа алақидар бир пилани бар؛ <өктичиләр террорчиларға қарши күрәш қиливатқанда һакимийәт уларға һуҗум қилмайду> кеңәш бу һәқтә сөзлишиши керәк» деди.

карен пиерс, җумһур рәис әрдоғанниң вал ситрит җурнал гезитидә елан қилинған сүрийәниң идлиб райониға алақидар мақалисигә ишарәт қилған һалда, «җумһур рәис әрдоғанға пүтүнләй қошулимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

америка қошма иштатлириниң б д т да турушлуқ даимий вәкили никки һелейму, русийә вә әсәд һакимийитиниң идлибтики һуҗумлирида варил бомбилири вә ракетамийотларни ишләткәнлиикни, дохтурханиларниң һуҗум нишани қилинғанлиқини әскәртип, «шәпқәтсизләрчә қош зәрбилик һуҗумларни қилмақта؛ һакимийәт күчлири бир районни бомбардиман қилиду, андин дәсләпки йардәм бәргүчиләр кәлгүчә бир аз күтүп туруп, қайта һуҗум қилиду. бу кәспий әскәрлик әмәс, көңүлни ғәш қилидиған террорчи тактикисидур» деди.

никки һелей, русийәниң сүрийәдә тинчлиқ орнитиш мәсилисидә вақтини зайа қилмаслиқи керәкликини тилға елип, «русийә вә иран, сүрийәдә иҗабий актийорлар сүпитидә ишәнчликликини намайан қилиш үчүн һәр түрлүк пурсәткә игә иди, бирақ, бу пурсәтләргә немә болди? өзлири һасил қилған аталмиш тоқунуштин халийлаштурулған район келишимигә күлкилик вә системилиқ һалда хилаплиқ қилди» дегәнләрни қәйт қилди.

һелей, русийәниң идлибтики паҗиәниң алдини елишқа қурби йетидиғанлиқини тәкитләп, «идлибқа қилинидиған һәрқандақ бир һуҗум җиддийчиликни улғайтиветиду. әсәд, русийә вә иран бу йолда меңишни давамлаштурса, ақивәт қорқунчлуқ болиду вә дунйа уларни буниң җавабкари, дәп қарайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر