америка аләм армийәси қуриду

америка муавин пирезиденти майк пенс: «аләмдә мәвҗуд болушимиз йетәрлик әмәс, аләмдә һакимийәт тиклишимиз керәк» деди.

1029705
америка аләм армийәси қуриду

түркийә авази радийоси хәвири: америка муавин пирезиденти майк пенс америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон, бәш бурҗәклик бина) да аләм армийәси тоғрисида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, 2020-йиллиқ нишанлар тоғрисида мәлумат бәрди.

у бурунқи һөкүмәтләр тәрипидин сәл қаралған аләмниң талаш-тартиш қозғиған вә қистаңчилиқ бир һалға кәлгәнликини, шуңа американиң аләмдики үстүнлүкини қоғдиши керәкликини билдүрди.

у американиң һәрбий күчини оттуриға чиққан тәһдитләргә қарши тез сүрәттә маслашқанлиқини алаһидә әскәртип: «армийәмизниң тарихида кейинки дәврниң чоң қисмини йезишниң вақти йетип кәлди. кейинки уруш мәйданиға тәййарлиниш, дөлитимиз вә хәлқимизгә қаритилған йеңи әвлад тәһдитләрни йиңиш һәмдә йоқитиш үчүн американи әң йахши җәсур вәзипиләргә чақиришниң вақти кәлди. американиң аләм армийәсини қурушниң вақти кәлди» деди.

у пирезидент доналд трампниң ийун ейида дөләт мудапиә министирлиқиға аләм армийәси қоманданлиқ иштабини қурушқа тәййарлиқ қилиш йолйоруқини чүшүргәнликини хатирилитип: «пирезидентниң ейтқиниға охшаш, американиң аләмдә мәвҗуд болуп турушила йетәрлик әмәс, бәлки аләмдә һакимийәт тиклишимиз керәк, буни қилимиз» деди.

у аләм армийәси қуруш мәсилисидә конгрәниң қоллишиға еришкәнликлирини билдүрүп, бу армийәниң, һава, қуруқлуқ, деңиз, деңиз пийадә қисимлири вә саһил бихәтәрлики қоманданлиқ иштабидин кейин, алтинчи қоманданлиқ мәркизий болидиғанлиқини қәйт қилди.

у дөләт мудапиә министирлиқиниң аләм армийәсиниң қурулушиға мунасивәтлик тәвсийә доклатини тәййарлиғанлиқлиридин бешарәт берип: «һөкүмитимиз аләм армийәсини 2020-йилиғичә қуруп чиқиш нишани билән, бу тәвсийәләрни иҗра қилиш үчүн йеқин вақит ичидә қәдәм ташлайду» деди.

муавин пирезидент пенс конгрәниң кәлгүси бәш йил ичидә аләм тәтқиқатлири үчүн 8 милйард доллар қошумчә фонд аҗритилидиғанлиқини билдүрди.

у хитай билән русийәниң йеқинқи вақитларда нурғун йуқири техникилиқ қораллар вә аппаратларни тәрәққий қилдуруп, американиң аләмдики үстүнлүкигә тәһдит салғанлиқини ейтти.

у хитайниң 2007-йили өзиниң сүний һәмраһини етип чүшүргәнликини хатириләтти вә буниң хитайниң аләм қораллиридики тәрәққий қилған иқтидарини көрситидиғанлиқини қәйт қилди.

у русийәниң аләм қатниши понкитлири вә сүний һәмраһларға зийан салалайдиған лазер нур системилирини тәтқиқ қиливатқанлиқини, айропиландин аләмдики сүний һәмраһларни етип чүшүрәләйдиған башқурулидиған бомбиларни лайиһәләватқанлиқиниң илгири сүрүлүватқанлиқини билдүрди.

у: «һәрикәтлиридин көрүнүп туруватқинидәк, дүшмәнлиримиз аләмни уруш мәйданиға айландурди, америка бу һәйвиләрдин кәйнигә чекинмәйду» деди.

америка пирезиденти доналд трамп ийун ейида ечилған дөләт хәвпсизлик йиғинида, дөләт мудапиә министирлиқиға, америка армийәсидә алтинчи қоманданлиқ мәркизий сүпитидә «аләм армийәси қоманданлиқ иштаби» қуруш мусаписини башлаш тоғрисида йолйоруқ чүшүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر