америкиниң иран ембаргоси түркийә вақти саәт 07:00 етибарән иҗра қилинишқа башлиди

америка қошма иштатлириниң иранға йүргүзгән иқтисадий ембарголириниң биринчи басқучи бүгүн әтигән түркийә вақти саәт 07:00 дин етибарән иҗра қилинишқа башлиди.

1027240
америкиниң иран ембаргоси түркийә вақти саәт 07:00 етибарән иҗра қилинишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң иранға йүргүзгән иқтисадий ембарголириниң биринчи басқучи бүгүн әтигән түркийә вақти саәт 07:00 дин етибарән иҗра қилинишқа башлиди.

нефит содисиға алақидар чәклимиләр нойабир ейида иҗра қилинишқа башлиниду.

иранниң америка доллириға еришишини, дөләт зайоми сетишини, алтун вә башқа қиммәт баһалиқ кан мәһсулатлири билән полат, алйумин, көмүр дегәндәк металлар билән сода қилишини вә йолучилар айропилани йаки сайманлирини импорт қилишини мәни қилишни мәзмун қилған җаза пилани вашингтон вақти 00:00, түркийә вақти 07:00 дин етибарән иҗра қилинишқа башлиди.

буниңдин башқа, чәт әл ширкәтлириниң иранниң аптомобил саһәсигә киришиниң алдини алидиған чарә – тәдбирләр, қолда ишләнгән гиләм вә шам (дәмәшиқ) йаңиқиға охшаш йимәклик мәһсулатлириниң америка қошма иштатлириға експорт қилинишиму ембарго қатариға киргүзүлди.

иран әмгәк ишлири министири әли рәбии, «ембарголар йүзисидин 1 милйонға йеқин иранлиқниң ишсиз қелиш еһтимали бар» лиқини әскәртип, америкиниң бир тәрәплимә һалда ташлиған бу қәдиминиң иранға еғир зийан елип келидиғанлиқиға ишарәт қилди.

йәнә бир тәрәптин америка даирилири, ембарголарниң иран билән сода қилишни давамлаштурған башқа дөләтләрниму өз ичигә алидиған шәкилдә иҗра қилинидиғанлиқи үчүн, бу ембарголар үчинчи дөләтләргиму сәлбий тәсир көрситиши мумкин.

америка хәзинә ишлири министирлиқи, башқа дөләтләрниң ембарголар түпәйли учриған зийанлириға төләм берилмәйдиғанлиқини елан қилғаниди.

иранниң йадро пиланиға алақидар кәң даирилик ортақ һәрикәт пилани 20 ай давамлашқан сөһбәтләрдин кейин, 2015 – йили ийулда үстәлниң бир тәрипидә иран, йәнә бир тәрипидә б д т  хәвпсизлик кеңишиниң 5 даимий әзаси (әнглийә, америка қошма иштатлири, хитай, фирансийә, русийә) вә германийә билән йавропа иттипақи вәкиллири олтурған һалда имзаланғаниди.

келишим, теһранниң йадро пиланидин ваз кечиши бәдилигә бу дөләткә йүргүзүлүватқан хәлқара ембарголарниң бикар қилинишини мәзмун қилатти. бирақ, май ейида америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң йадро келишимидин чекинишни қарар қилиши билән, америка хәзинә ишлири министирлиқи иранға ембарголарниң 90 вә 180 күнлүк икки басқуч бойичә қайтидин йүргүзүлүшкә башлинидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر