мисир парламенти чәт әллик мәбләғ салғучиларға пуқралиқ беришни мәзмун қилған қанунни мақуллиди

мисир парламенти, 400 миң долларға йеқин мәбләғ салған чәт әлликләргә мисир пуқралиқиға өтүш илтимас сунуш салаһийити беришни мәзмун қилған қанун лайиһәсини қобул қилди.

1014736
мисир парламенти чәт әллик мәбләғ салғучиларға пуқралиқ беришни мәзмун қилған қанунни мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир парламентиниң мақуллуқидин өткән лайиһәдә, «мәхсус мәбләғ селиш визиси билән уда 5 бәш йил мисирда турған вә мисир дөләт хәзинисигә кәм дегәндә 7 милйон мисир җунәйһи закаләт йатқузған чәт әл пуқралири ички ишлар министирлиқиға пуқралиққа өтүш илтимаси сунса болиду» дегән ибариләргә орун берилди вә илтимасларни ички ишлар министириниң биваситә тәкшүрүдиғанлиқи қәйт қилинди.

закаләт пулини һесабатқа қойуш усули вә мәбләғ салғучиларниң пуллирини қайси банкиларниң қобул қилидиғанлиқи тоғрисидики учурлар елан қилинмиғанниң сиртида мисир пуқралиқиниң мәбләғ салғучиларға қандақ әвзәлликләрни елип келидиғанлиқи тоғрисидиму мәлумат берилмиди.

нөвәттә мисир иқтисадий ислаһатлар пиланини орундимақта. ислаһатларни мисирға қәрз берип турған хәлқара пул фонди тәшкилати назарәт қилмақта.

мисир селинмиға күчлүк еһтийаҗлиқ болуп, чәт әллик мәбләғ салғучиларға мувапиқ шараитларни йаритип беришниң йоллирини издимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر