хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси: судан пирезиденти қолға елиниши керәк

мәркизий ишханиси голландийәниң ләһәй шәһиридә турушлуқ хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси суданниң дарфур районида уруш җинайити өткүзүш билән әйиблигән судан пирезиденти өмәр әл бәширниң қолға елиниши үчүн қәдәм ташлаш керәкликини тәләп қилди.

997010
хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси: судан пирезиденти қолға елиниши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң нийуйорк шәһиридә өткүзүлгән б д т хәвпсизлик кеңиши йиғинида, хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси мупәттиши бато бенсуда хәвпсизлик кеңишини өмәр бәширниң қолға елиниши үчүн қәдәм ташлашқа чақириқ қилди.

бенсуда: «дарфурда қорбан болғанлар үчүн адаләт бәрпа қилишни вә техиму илгириләшни халайдиған болсақ, кеңәш әзалири буни қоллиши лазим» деди.

мупәттиш бенсуда судан һөкүмитини әйибләштин башқа йәнә, чад вә уганданиму хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә һәмкарлашмаслиқ билән әйиблиди.

ефофийәниң б д т хәвпсизлик кеңишидә турушлуқ вәкили такеда аләму бенсуданиң қилған сөзлирини тәнқид қилип, африқида тинчлиқ вә муқимлиқниң күчийиши үчүн һәссә қошуватқан бир дөләт вә униң пирезиденти тоғрисида бундақ болмиғур сөзләрниң қилинишидин интайин азабланғанлиқини ейтти. 

кувәйтниң б д т хәвпсизлик кеңишидики вәкили мәнсур әл утәйбиму мупәттиш бенсуданиң сөзлирини тәнқид қилип, җазалаш вә адаләт дегәндәк тонларға оринивелип, дөләтләрниң муқимлиқини, бирликини вә өз өзигә хоҗайинлиқини аҗизлаштурушни нишан қилғанларға, болупму хәлқаралиқ әдлийә пиринсплирини сийасәткә суйиистемал қилишқа уруниватқанларға қарши туридиғанлиқини тәкитлиди.

б д т хәвпсизлик кеңишидики әнглийә, америка вә голландийә вәкиллири болса, барлиқ әза дөләтләрниң судан пирезидентини хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә тапшуруп бериш үчүн һәмкарлиқ орнитиши керәкликини ейтти.

хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси 2009йили 4мартта пирезидент өмәр бәширни ирқий қирғинчилиқ, инсанийәткә хилап җинайәт вә дарфурда уруш җинайити өткүзүш қатарлиқлар билән әйибиләнгән иди.

өмәр бәширму хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисини әйибләп «екиспалатсийә қилиш оргини» дәп баһа бәргән вә бундақ һоқуқи йоқлуқини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر