от ләгләк исраилийәни пәришан қилмақта

исраилийә армийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, ғәззәдин исраилийәгә от ләгләк вә гелий гази қачиланған шар қойуп беригәнликигә җавабән җәмий 9 нишанниң бомбардиман қилинғанлиқи билдүрүлди.

993996
от ләгләк исраилийәни пәришан қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси ғәззәддә һамасқа тәвә 9 нишанни бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

исраилийә армийәси байанатчиси авичай адре иҗтимаий таратқу бети тивиттер һесабидин елан қилған байанатида, исраилийә уруш айропиланлириниң ғәззәдә һамасқа тәвә 2 һәрбий база билән қорал ишләпчиқирилидиған җайдики 9 нишанни бомбардиман қилғанлиқини билдүрди.

байананатта, бу һуҗумниң ғәззәдин исраилийәгә от ләгләк вә гелий гази қачиланған шар қойуп беригәнликигә җавабән елип берилғанлиқи қәйт қилинди.

ғәззәдики шаһитлар исраилийә айропиланлириниң һамасқа тәвә 3 нишанға 12 башқурулидиған бомба атқанлиқини, һуҗумда адәм өлүш йаки йаридар болуш һадисиси көрүлмигәнликини билдүрди.

адрй мәзкур байанаттин кейин йәнә, ғәззәдин исраилийәгә 3 ракетамийот етилғанлиқини илгири сүрди. твиттер һесабидики байанатида, ашкилон саһили билән санаәт райондики агаһландуруш сигналлириниң челинғанлиқини вә ғәззәдин исраилийәгә 3 ракетамийот етилғанлиқиниң ениқланғанлиқини, ракетамийутлардин бирсиниң ғәззә чеграси ичигә чүшкәнликини қәйт қилди.

адре түнүгүн елан қилған байанатидиму, исраилйәгә тәвә бир уруш айропиланиниң ғәззәдә от ләгләк йасашқа мәсул бир кишиниң аптомобилини пачақлап ташлиғанлиқини елан қилған иди.

исраилийә мәтбуатлирида, пәләстинлик намайишчиларниң ғәззә әтрапидики йәһудий олтурақ районлириға от ләгләк вә гелий гази қачиланған шар қойуп бериши түпәйлидин районда от кетиш вәқәлири йүз бәргәнликини хәвәр қилишқан иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر